Германийә баш министири шройдер хитайдики зияритини ахирлаштурди


2004.12.08

Германийә баш министири герхард шройдер чаршәнбә күни хитайдики үч күнлүк зияритини ахирлаштуруп японийигә йетип кәлди.

Шройдер хитайдин айрилиш алдида чаңчүн шәһиридә өткүзүлгән бир муһакимә йиғинида нутуқ сөзләп, икки дөләтниң хитайниң шәрқий шималидики кона санаәт районлириниң һаятий күчини қайта улғайтишқа тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүрди.

Шундақла у хитайдики зиярити давамида йәнә, хитай билән, 1 милярд америка доллири қиммитидики германийиниң йолучилар айрупиланини хитайға сетип бериш келишимини өз ичигә алған бир йүрүш тохтамларға қол қоюшти.

Шройдер сәйшәнбә күни хитай рәиси ху җинтав билән көрүшкәндин кейин, у хитайниң германийиниң б д т бихәтәрлик кеңишиниң даимий һәйәт әзаси болуп тәйинлинишини йеқиндин қоллайдиғанлиқини билдүргәнликини һәмдә германийиниңму явропа бирликини, хитайға қаратқан қорал сетип бәрмәслик җазасини бикар қилишқа үндәйдиғанлиқини билдүрди.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.