Германийә баш министири меркел хитайни кишилик һоқуққа әһмийәт беришкә чақирди
2007.08.28
Германийә баш министири Angela Merkel ханим хитайдики зияритиниң иккинчи күнидә, җуңго иҗтимаий пәнләр академийисидә нутуқ сөзлиди. Меркел ханим сөзидә кишилик һоқуқниң интайин муһим икәнликини тәкитләп :"пүтүн дуня диққәт нәзирини җуңгоға қаратти, болупму җуңгониң пикир вә ахбарат әркинликигә тутқан позитсийиси хәлқарадики муһим мәсилигә айланди" дәп көрсәтти.
Франсийә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, баш министир меркел ханим ли датуңни өз ичигә алған 4 нәпәр ахбарат хадими билән бивастә учрашқан. Ахбаратчи ли датоң " җуңго яшлар гезити" ниң " муз нуқтиси" сәһиписиниң тәһрири болуп, униң мәсуллиқида елан қилинған мақалә - обзорлар интайин чоң ғулғула қозғиған иди. Шу сәвәблик хитай һөкүмити ли датуңни хизмәттин тохтатқан . Һазир ли датуң ахбарат әркинликиниң нәмунилик бир образиға айланған.
Ли датуңниң билдүрүшичә, меркел ханим, хитайниң ахбарат әркинлики вә демократийисигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан рәһбәрләрдин бири икән. Ангела меркел шәрқий германийидә өскән болғачқа , ғәрбтики башқа рәһбәрләргә қариғанда мустәбит түзүмниң маһайитини мукәммәл чүшинидикән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Германийә баш министири хитай рәһбәрлири билән елип барған сөһбитидә кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойди
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайни ахбарат әркинликини вә кишилик һоқуқни бастуруш билән әйиблиди
- Түрмидики хитай шаириниң аниси Yahoo ширкити үстидин әрз қилидиғанлиқини җакарлиди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитини " дөләт мәхпийәтлики" уқумини изаһлашқа чақирди
- Русийә билән явропа иттипақи йиғинида инсан һоқуқи мәсилиси муһим тема болди
- Хитай, кишилик һоқуқ хатириси " начарниң ичидики әң начар" дөләтләр тизимликигә киргүзүлди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ кеңишини әйиблиди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайда өткүзүлидиған олимпик тоғрисида доклат елан қилди
- Шивитсийә ташқи ишлар министерликиниң 2006 - йиллиқ инсан һоқуқлири һәққидики доклати