Голландийә парламентидики христианлар бирләшмиси олимпикни байқут қилиш пикирини оттуриға қойди


2008.02.18

18- Феврал дүшәнбә күни, голландийидә һакимийәт бешидики бирләшмә партийиләр ичидики бир партийә, хитайдики кишлик һоқуқ мәсилисини күчлүк рәвиштә ипадә қилиш үчүн, бу йил авғустта бейҗиңда өткүзилидиған олимпик йиғининиң ечилиш мурасимиға қатнишишни байқут қилиш пикирини оттуриға қойди.

Ройтерста көрситилишичә, голландийә парламентидики христианлар бирләшмисиниң вәкили җоел вурдевинд өзлириниң, һөкүмәтни олимпик ечилиш мурасимини байқут қилишқа қаттиқ қиставатқанлиқини һәмдә бу җәһәттә хәлқара җәмийәтниң ярдимини издәватқанлиқини билдүргән.

У йәнә, һазир хитайдики күнсайин начарлишип бериватқан кишилик һоқуқ хатириси вә хитайниң судандики сиясити түпәйли бу нөвәтлик олимпикни байқут қилиш үчүн, өзиниң һазир явропадики сиясий партийиләр вә америкидики либерал партийиләр билән бирлишип һәрикәт елип беришқа тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини ашкарилиған.

Һазир хитайниң олимпик йиғини, кишилик һоқуқ вә судан сиясити түпәйли дуняниң һәр қайси җайлирида охшаш болмиған инкаслар мәйданға чиқишқа башлиған болуп, алдинқи һәптә 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик йиғининиң бәдиий мәслиһәтчилик вәзиписини үстигә алған даңлиқ кино режиссори стевин спиәлбәрг әпәнди, хитайниң суданға қаратқан сиясити сәвәблик мәзкур вәзиписидин истипа бәргән иди. Униңдин башқа, сәккиз нәпәр нобил тинчлиқ мукапати саһиби хитай рәиси ху җинтавға мәктуп йоллап хитай һөкүмитини хитайни судан сияситини өзгәртишкә чақирған иди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.