Хитайниң пакистандики икки инженери гөрүгә елинди
2004.10.10
Пакистанда су амбири қурулушиға ярдәмлишиватқан икки хитай инженери шәнбә күни салаһийити намәлум кишиләр тәрипидин гөрүгә елинди. Пакистан ахбарат органлириниң ашкарлишичә, хитай инженерлар машина билән пакистан - афғанистан чегрисидики җәнубий вазиристанға кетиватқанда қораллиқ кишиләр тәрипидин гөрүгә елинған. Пакистан ички ишлар министирлики, пакистан аманлиқ күчлириниң хитай инженерларни қутқузушқа һәрикәт қиливатқанлиқини билдүрди. Вәқә йүз бәргән җәнубий вазиристан районида йәрлик қәбилиләр вә чәтәллик "муҗаһидлар" билән пакистан аманлиқ күчлири оттурисида пат - пат қаттиқ тоқунуш йүз берип турувататти.
Гөрүгә елинған инженерлар, хитай дөләт игиликидики су вә һидру енергийә қурулуш ширкитиниң хадимлири болуп, 203 милйон доллар мәбләғ селинидиған гомал зам су амбири електр истансиси қурулушиға қатнишивататти. Хитайниң исламабадтики әлчиханиси, 70 - 80 дәк хитайниң мәзкур қурулушқа қатнишиватқанлиқини елан қилди. Әлчихана баянатчисиниң билдүрүшичә, икки хитай инженери билән бир пакистан аманлиқ хадими бәш қораллиқ киши тәрипидин гөрүгә елинған . Һазирғичә һечқандақ бир тәшкилат вәқәгә мәсул болидиғанлиқини елан қилмиди. Пакистан аманлиқ даирилири, вәқәгә җәнубий вазиристандики қәбилиләр арилашқан болуши еһтимал дәп қаримақта. (Әркин)