Бейҗиң исламабадниң пакистандики хитай пуқралирини қоғдишини тәләп қилди


2004.10.15

Хитай баш министири вен җябав исламабад даирилириниң пакистандики хитай пуқралириниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишини тәләп қилди. Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, хитай баш министири вен җябав пакистан баш министири шавкәт әзизгә телеграмма әвәтип, исламабад һөкүмитиниң пакистандики хитай органлирини вә хитай гразданларни қоғдаш йолида әмили тәдбир елишини тәләп қилған. Җәнубий вазиристандики гөрүгә елиш вәқәсини әйиплигән хитай баш министири, икки дөләтниң кейинки ишларни бир тәрәп қилиш мәсилисидә зич һәмкарлишишини үмид қилған. Пакистан баш министири шавкәт әзиз, пакистандики хитай пуқралирини қоғдаш йолида әмили һәркәт елип баридиғанлиқини билдүргән. Пакистан презденти мушәррәф хитай дөләт рәиси ху җиңтавға вәқәниң пиланлиғучилирини җазалайдиғанлиқи тоғрисида вәдә қилған.

Пакистан аманлиқ күчлири җүмә күни хитай инженирларни гөрүгә елиш вәқәсиниң пиланлиғучиси болған җәнубий вазиристандики мусулман пидаийлар қомандани абдулла мәсудни йоқутуш һәрикити башлиди. Пакистан учур министири шәйх рәшид, аманлиқ күчлири абдулла мәсудни адаләт сәһнисигә елип чиқиш йолидики пүтүн һазирлиқларни пүттәрди дәп көрсәтти. У, гөрүгә елиш вәқәсиниң хитай - пакистан мунасиветигә бузғунчилиқ қилғанлиқини илгири сүргән. Бу арида хитай һөкүмитиниң пакистандики хитай инженирларни гөрүгә елиш велиш вәқәсини тәкшүрүш гурупписи пакистанға қарап йолға чиққан. Абдулла мәсудниң қол астидики мусулман пидаийлар гөрүгә еливалған икки хитай инженириниң бири, пакистан қисимлириниң пәйшәнбә күни елип барған қутқузуш һәрикитидә пидаийлар тәрипидин өлтүрүлгән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.