Пакистан хитай инженерниң җәситини һәрбий айропилан билән елип кәлди


2004.10.17

Пакистан һава армийисиниң һәрбий айропилани пакистандики гөрүгә еливелиш вәқәсидә өлгән хитай инженерниң җәситини шәнбә күни хитайниң җинән шәһиригә елип барди. Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бейҗиң һөкүмити хитай сода министириниң ярдәмчиси чен җйәнни гөрүгә еливелиш вәқәсини бир тәрәп қилишқа ярдәмлишиш үчүн пакистанға әвәткән. Пакистан ички ишлар министири шерпо, пакистан аманлиқ күчлири гөрүдики хитайларни қутқузуш үчүн пүтүн күчи тиришқан болсиму, бирақ гөрүгә тутувалған унсурлар оқ чиқарғандин кейин һәрикәт қолланғанлиқини илгири сүрмәктә.

Пакистан даирилириниң билдүрүшичә, ваң пиң исимлик хитай инженер мусулман пидаийларниң оқида өлгән. Пакистан қисимлири тәрипидин қутулдуривелинған ваң енди исимлик хитай инженерму дөлитигә қайтқан. Пакистан ички ишлар министири шерпо, пакистанда хизмәт қиливатқан хитайларниң бихәтәрликини қоғдаш тәдбирини күчәйтидиғанлиқи һәққидә вәдә қилди. Хәвәрләргә қариғанда пакистан қисимлири җүмә күнидин башлап афғанистан чегрисидики тағлиқ районларда тазилаш һәрикити қозғиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.