Ирақтики қораллиқ күчләр сәккиз нәпәр хитайни гөрүгә еливалди


2005.01.18

Ирақтики қаршилиқ көрсәткүчи күчләр сәккиз нәпәр хитайни гөрүгә елип, уларни өлтүривитидиғанлиқи һәққидә тәһдид салди.

Қатардики әл- җәзирә телевизийисидә сәйшәнбә күни қоюлған синалғу лентисидин мәлум болушичә, ирақтики қаршилиқ көрсәткүчи күчләр хитай һөкүмитигә 48 саәт ичидә ирақтин чекинип чиқип кетишни буйруған. Болмиса, гөрүгә елинған бу кишиләрни өлтүривитидиғанлиқини билдүргән. Улар йәнә хитай ширкәтлириниң ирақта америка әслиһәлирини ясашқа ярдәм бериватқанлиқи үчүн, бу хитайларни гөрүгә алғанлиқини ейтқан.

Синалғу лентисидә икки қораллиқ кишиниң хитай паспортини тутуп турған сәккиз нәпәрхитайниң йенида тапанчисини тәңләп турған көринишләр көрситилгән.

Хитай һөкүмитиниң мәтбуатлириму сәйшәнбә сәккиз нәпәр пуқрасиниң гөрүгә елинғанлиқ хәвирини испатлап, бу кишиләрниң ирақта ишләватқан фуҗйәнлик қурулуш ишчилири икәнликини билдүрди. Хитай даирилири йәнә дипломатлириниң гөрүгә елинғанларни қутулдуруш һәрикәтлирини елип бериватқанлиқини көрсәтти. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.