Талибанлар гөрүгә елинған йәнә бир корийиликниң өлтүрүлгәнликини ашкарилиди
2007.07.31
Афғанистандики бир талибан баянатчиси дүшәнбә күни, һөкүмәт талибан мәһбуслирини қоюп бәрмигәнликтин, радикал қаршилиқ көрсәткүчилириниң йәнә бир корийилик гөрүгә елинғучини өлтүргәнликини билдүрди.
Мәтбуатлар талибан баянатчиси йүсүф әхмәдиниң сөзини нәқил кәлтүрүп, суң шен исимлик бир корийиликниң шу йәрниң вақти 8 йеримда етип өлтүрүлгәнликини билдүрди. Талибан баянатчисиниң ейтишичә, гөрүгә елинғучиниң җәсити ғәзни өлкисиниң қарабағ районида икән.
Талибан баянатчиси йүсүф йәнә, әгәр афған һөкүмити уларниң тәлипигә мушундақ сәл қаравәрсә, талибанлар техиму көп корийиликни өлтүридиғанлиқини агаһландурған, бирақ улар тәлипиниң орунлиниш мөһлити һәққидә ениқ вақит бекитмигән.
Ғәзни өлкисиниң сақчи башлиқи, бихәтәрлик қисимлириниң, җәсәтни тепиш үчүн, қарабағда ахтуруш елип бериватқанлиқини билдүрди.
Бу арида әрәб йерим арили телевизийә истансисида, талибанлар тәрипидин гөрүгә елинған 21 корийиликниң бир қисимлириниң көрүнүшлири көрситилгәнлики һәққидә сөз таралған болуп, көрүнүштә нәччә аялниң башлириға яғлиқ селип, тенч олтурған, гөрүгә алғучиларниң уларниң кәйнидә турған һаләтлири көрситилгән икән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Талибанлар гөрүгә елинған корийиликләрни қоюп беридиғанлиқини билдүрди
- Әсиргә чүшүшкә рази болмиған талибан каттибеши өзини партлитивалди
- Президент мушәррәпниң қйинчилиқи күнсири көпәймәктә
- Талибанлар тәрипидин гөрөгә елинған икки герман пуқрасии өлтүрүлди
- Афғанистанда 45 пуқра һава һуҗуми түпәйлидин өлди
- Афған президенти афғанистанда елип бериливатқан һәрбий һәрикәтләрни тәнқид қилди
- Ирақ вә афғанистанларда йүз бериватқан тоқунушлар давамлашмақта
- Афғанистанда қиз оқуғучилар һуҗумға учриди
- Хамид карзай һуҗумға учриди