Гретсийидики от апитидә 50 тин артуқ адәм өлди
2007.08.26
Җүмә күнидин етибарән йәкшәнбә күнигичә болған арилиқта гретсийиниң җәнубидики 170 тин артуқ йезиларда дәһшәтлик от апити йүз берип, аз дегәндә 50 тин артуқ адәм һаятидин айрилған.
От апити ичидә қалған қәдимий олимпия йезисиниң әмәлдарлири вә пуқралири сирттин қутқузуш ярдәмлири тәләп қилған болуп, уларниң билдүрүшичә, бу җайниң от апити түпәйлидин сирт билән болған мунасивити үзүлүп қалғанлиқи үчүн су йоқ әһвал шәкилләнгән.
Б б к агентлиқиниң хәвәр қилишичә, гретсийидә көрүлгән мәзкур от апити түпәйлидин, пүтүн гретсийә җиддий һаләткә өткән болуп, дөләтниң от өчүрүш күчи буниңға йәтмигән. Һәтта һәрбий қисимлар, пуқраларму от өчүрүш күришигә қатнашқан. явропа иттипақи италийә, сипрус қатарлиқларниң дөләтләрниң от өчүрүш айропиланлири вә хадимлирини ярдәмгә әвәткән.
Бир қисим гретсийә даирилири бу от апитиниң намәлум кишиләр тәрипидин пәйда қилинғанлиқи, йәнә бәзилири болса буниң һаваниң һәддидин зиядә иссип кетишидин келип чиққанлиқини әксәртмәктә. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Афенада бейҗиң олимпик йиғиниға қарши кишилик һоқуқ мәшили яндурулди
- Америка парламинт әзалири хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики үчүн олимпикни байқут қилиш һәққидә тәклип сунди
- "Хәлқара олимпик комитетиниң һәрикәт қоллинидиған пәйти йетип кәлди"
- Дуня уйғур қурултийи бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш һәрикити қозғиди
- Хәлқарада бейҗиңниң олимпик өткүзүшигә қарши һәрикәтләр күчәймәктә
- Стевен спелберг бейҗиң олимпик мусабиқисиниң мәслиһәтчиликидин истипа бериши мумкин
- Америка федерал тәкшүрүш идариси(FBI ) олимпик мусабиқисиниң бихәтәрлики җәһәттә бейҗиң даирилиригә ярдәмләшмәкчи
- Америка дөләт мәҗлиси дарфур мәсилисини бейҗиң олимпик йиғиниға бағлайдиған қарар лаһийиси мақуллиди
- Ху җинтав шветсийә зияритидә өлүм җазаси мәсилисидә бесимға дуч келиши мүмкин