Америка гуәнтанамодики қаидә-түзүмләрни қайтидин көздин көчүридиғанлиқини билдүрди


2006.06.12

Дүшәнбә күни америка даирилири, гуәнтанаму түрмисидики үч мәһбус өзини өлтүрүвалғандин кейин, гуәнтанамодики қаидә-түзүмләрни қайтидин көздин көчүридиғанлиқини билдүрди.

Гуәнтанамо түрмисидә тутуп турулуватқан мәһбусларниң адвокатлири болса, америка һөкүмитидин мәһбусларға америка сотлириға әрз сунуш һоқуқи беришини тәләп қилди. Улар шундақла президент җурҗ буш һөкүмитиниң мустәқил дохтур вә тиббий хадимларниң гуәнтанамо түрмисигә берип, мәһбусларни тәкшүрүшигә рухсәт бериши керәкликини билдүрди.

Бу арида америка мудапиә министирлиқиниң баянатчиси брайин витман вашнгтонда мухбирларға бәргән баянатида, гуәнтанамо түрмисидә тутуп турулуватқан үч мәһбусниң өзини өлтүрүвалғанлиқи, түрмидики вәзийәтниң контроллуқтин чиққанлиқи дегәнлик әмәс, бу түрмә қаидә- түзүмләргә асасән башқурулуватиду, деди.

Униң ейтишичә, америка мудапиә минстирлиқи гуәнтанамо түрмисидики өзини өлтүрүвелиш вәқәси һәққидә әтраплиқ бир тәкшүрүш елип баридикән.

Америка даирилири, гуәнтанамо түрмисидә өзини есип өлүвалған үч мәһбусниң мани шарман турки әлхәбәрди әл утәйби вә ясир талал әлзаһрани исимлик икки сәуди әрәбистан пуқраси вә әли абдулла әхмәт исимлик бир йәмән пуқраси икәнликини елан қилди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.