Канада америкиниң гүәнтанамодики уйғурларға сияси панаһлиқ бериш тәлипини рәт қилған
2007.08.16
Канада һөкүмитиниң рәсми һөҗҗәтлиридә ашкарилинишичә, канада америкиниң гүәнтанамодин қоюп берилидиған уйғурларға панаһлиқ бериш һәққидики бир қанчә қетимлиқ тәлипини рәт қилған. Канаданиң сабиқ ташқи ишлар министири петир маккейға бу йил 2 - айда йолланған бир һөҗҗәттин ашкарилинишичә, америка канададин гүәнтанамодики уйғурларни қобул қилишни тәләп қилип, уларниң дөләт бихәтәрликигә тәһдит салмайдиғанлиқини илгири сүргән.
Америка бир тәрәптин гүәнтанамодики уйғурларни америкида орунлаштуруштин өзини қачурса, йәнә бир тәрәптин уларни хитайға қайтурса җазалинишидин әнсирәп, 3 - бир дөләткә орунлаштурушни ойлисиму, лекин бу дөләтләр хитай билән мунасивитиниң бузулушидин қорқуп уларни қобул қилиштин баш тартмақта. Канада ташқи ишлар министирликиниң бу йил 5 - айдики бир йиғин хатирисидә көрситилишичә," канада әмәлдарлири америка вәкилләр өмикигә канада көчмәнләр қануни бу кишиләрни қобул қилишқа йол қоймайду," дәп җаваб бәргән. Вашингтонда америка дөләт мудапиә министирлики - бәш бурҗәклик бина, америка һөкүмитиниң башқа дөләтләр билән уйғурларни орунлаштуруш үстидә сөһбәт елип барғанлиқини етирап қилди. Хәвәрләргә қариғанда америка 2005 - йилиниң ахирлири канада либераллар һөкүмити дәвридә 3 қетим уйғур тутқунлар мәсилисини оттуриға қоюп, буниңдин нәтиҗә алалмиған.
2006 - Йили, 5-айда албанийә 5 нәпәр уйғурни қобул қилғандин кейин, америка канада һөкүмитиниң мунасивәтлик органлиридики биюкратлар , сиясәтчиләр вә баш министир стипан харперниң ишханиси билән йәнә бу мәсилә үстидә сөһбәт өткүзгән. Канада ташқи ишлар министирликиниң һөҗҗитигә қариғанда канада һөкүмити уйғурларни қобул қилиш яки рәт қилишни биләлмәй, ташқи ишлар министирликигә мәсилиниң икки тәрәплимилик яки көп тәрәплимилик тәсирини ойлишип көрүшни һавалә қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хоңкоң содигәрлири америка билән хитай оттурисидики сода җеңиниң "қурбани болуш"тин әнсирәйду
- Америка дуня сода тәшкилати хитайдин нәшир һоқуқини қоғдашта җидди тәдбир елишни тәләп қилди
- Америка б д т дин, тәйвән хитайниң бир қисими дегән баянатини түзүтишини тәләп қилмақта
- Буш һөкүмити дөләт мәҗлисиниң хәлқ пули мәсилисидә хитайни чәкләш қануни чиқиришини қоллимиди
- Америка малийә министири паулсон хитайни зиярәт қилди
- Америка хитай үстидин дуня сода тәшкилатиға әриз суниду
- Америка кеңәш палата әзалири хитайға қарши қанун лайиһиси сунди
- Һиндистан- америка мунасивәтлириниң күнсери тәрәққи қилиши хитайни биарам қилмақта
- Адвокатлар америкиниң гүәнтанамодики бәзи мәһбусларни албанийигә әвәткәнликини тәнқид қилди