Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати канададин гүәнтанамодики уйғурларға панаһлиқ беришни өтүнди
2007.08.17
Мәркизи нюйорктики дуняви шөһрәткә игә кишилик һоқуқни қоғдиғучи органлардин бири болған кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, канада һөкүмитидин гүәнтанамодики уйғурларға панаһлиқ берип, америкиниң гүәнтанамодики лагирни тақиветишиға ярдәмдә болушни өтүнди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати канада шөбисиниң муавин рәиси җеннефер егсдард, җүмә күни канада "йәр шари вә почта гезити" дә очуқ хәт елан қилип, 300 дин артуқ кишиниң гүәнтанамо арилида үзлүксиз тутуп турулуши хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлирини бузидиған дуняви сәтчилик," дәп әйиблиди.
У йәнә хетидә" канада дөләт бихәтәрликигә тәһдит әмәс, дәп қаралған 17 нәпәр уйғурға панаһлиқ беришни рәт қилған болсиму, лекин канада америкиниң гүәнтанамони тақиветиш йоли тепишиға һәмдәмдә болуши керәк" дәп язди. Җеннефер егсдард, " бу тутқунлар хитайға қайтурулса болмайду, чүнки уйғурлар хитайда бастурушниң зиянкәшликигә учриғучилардур," дәйду.
Канада уйғур җамаәтчиликиниң уйғур тутқунларға ярдәмчи болуш тәклипидә болғанлиқини тәкитлигән җеннефер егсдард, "әгәр канада бу кишиләрни орунлаштурса, әң йеқин иттипақдишиниң қорқунчлуқ хаталиқтин тоғра йолни тепивелишиға һәмдәмчи болушта инсанпәрвәрләрчә қәдәм ташлиған болиду," дәп көрсәтти.
Канада мәтбуатлириниң алдинқи күни ашкарилишичә, канада ахбарат агентлиқи учур әркинлик қануниға асасән канада ташқи ишлар министирликидин америка билән бу мәсилә үстидә өткүзгән сөһбитини ашкарилашни тәләп қилғандин кейин, канада ташқи ишлар министирлики сөһбәткә алақидар бәзи һөҗҗәтләрни елан қилған иди. Бу һөҗҗәтләрдә көрситилишичә, канада һөкүмити гүәнтанамодики уйғур тутқунларға панаһлиқ беришни рәт қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада америкиниң гүәнтанамодики уйғурларға сияси панаһлиқ бериш тәлипини рәт қилған
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати канадани, мәһсус вәкил евәтип хитай түрмисидики пуқрасини қутулдурушқа чақирди
- Канадада бәш нәпәр хитай сахта гуваһнамә ясаш билән қолға елинди
- Америка уйғурларниң өз-тәқдирини бәлгиләш мәсилисигә арилишиши керәк
- Буниңдин кейин америкидики висконсин университетида уйғур тилидинму дәрс өтилиду
- Гуәнтанамодики мәһбуслар америка хәлқ сот мәһкимисигә әрз суналмаслиқи мумкин
- Америка сот мәһкимиси гуантанамода қепқалған уйғур тутқунлар үстидин сот ачиду
- Хитай америкидин гуантанамодики уйғурларни қайтуруп беришни йәнә тәләп қилди
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати явропа бирлигини гуәнтанамо түрмисини тақашқа үндәшкә чақирди