Хитай америкидин гуантанамодики уйғурларни қайтуруп беришни йәнә тәләп қилди
2006.09.07
Хитай ташқий ишларминистирлиқи баянатчиси чин гаң пәйшәнбә күни хитайниң америкидин гүәнтанамодики уйғурларни қайтуруп беришни тәләп қилғанлиқини билдүрди.
Чин гаң бу сөзләрни ташқий ишларминистирлиқиниң ахбарат елан қилиш йиғинида президент бушниң америка мәркизи ахбарат идарисиниң чәтәлдики мәхпий түрмилиригә даир сөзигә баһа бәргәндә тәкитлигән. У, " җуңго хәлқара җәмийәтниң америка мәркизи ахбарат идариси қурған мәхпий түрмиләрдин әндишә қиливатқанлиқини хатириләп қойди " дәйду.
Президент буш чаршәнбә күни америка мәркиз ахбарат идарисиниң чәтәлдә мәхпий турмә қурғанлиқини тунҗи қетим етирап қилди. Бушниң әскәртишичә, 14 нәпәр юқири дәриҗилик гуманлиқ террорчи мәркизи ахбарат идарисиниң бу мәхпий түрмилиридин гүәнтанамоға йөткәп келингән. Америка һәрбий даирилири уларниң келәр йили сотлинидиғанлиқини билдүрмәктә.
Хитай һөкүмити гүәнтанамодики уйғурларни қайтурувелишқа уруниватқан болсиму, лекин америка уйғур тутқунларниң хитайда тән җазасиға учрайдиғанлиқини әскәртип, хитайниң тәлипини рәт қилған. Америка һөкүмити бу уйғурларни "хата йәрдә хата вақитта туруп қалған" кишиләр, дәп җакарлиди. Бу хитай даирилириниң гүәнтанамодики уйғурларни қайтуруп бериш тоғрисида тунҗи қетим баянат елан қилиши әмәс. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Косовалиқ албанлар 5 гүәнтанамолуқ уйғур мусапирниң албанийигә қобул қилинғанлиқидин биарам
- Албанийә һөкүмити гүәнтанамодин қоюп берилгән 5 нәпәр уйғурниң сиясий панаһлиқини қобул қилди
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати явропа бирлигини гуәнтанамо түрмисини тақашқа үндәшкә чақирди
- Америка гуәнтанамо мәсилисидә җәнвә келишимигә риайә қилиду
- Шветсийидә гуантанамо түрмисиниң тақилишини тәләп қилип намайиш елип берилди