Сабиқ гүәнтанамо тутқунлири 17 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди
2007.08.18
Таҗикистан алий соти җүмә күни, 2001- йили ноябир ейида афғанистанда америка һәрбий қисимлири тәрипидин тутулған вә бәш йилдин көп гүәнтанамодики һәрбий түрмидә тутуп турулған, муһит ваһидоф вә рокниддин шарапоф исимлик икки таҗик пуқрасини, чегридин қанунсиз өткән дегәнгә охшаш җинайәтләр билән әйибләп 17 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ваһидоф вә шарапоф бу йил март ейида америка даирилири тәрипидин таҗикистан һөкүмитигә тапшуруп берилгән икән. Хәвәрдә ейтилишичә, америка һөкүмити тәрипидин бу йилниң башлирида таҗикистанға тапшуруп берилгән таҗик мәһбусларниң сани 10 кишигә йетидикән.
Сотчи мусаммир уракофниң баян қилишичә, һәр иккиси 26 яштики ваһидоф вә шарапоф, 2001- йили чегридин қанунсиз өтүп афғанистанға киргән, өзбекистан исламий һәрикитигә ялланма әскәр болуп, хизмәт қилған дәп әйибләнгән.
Ваһидоқ вә шарапофниң аилилири таҗикистан алий сотиниң һөкүмигә қаттиқ наразилиқ билдүргән. Ваһидоф вә шарапоф үстидин 7- авғуст күни сот ечилған иди. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати канададин гүәнтанамодики уйғурларға панаһлиқ беришни өтүнди
- Канада америкиниң гүәнтанамодики уйғурларға сияси панаһлиқ бериш тәлипини рәт қилған
- Таҗикистан өзбекистан ислам һәрикити тәшкилатиниң үч нәпәр әзасини қамаққа һөкүм қилди
- Таҗикистан русийә мунасивәтлири күчәймәктә
- Таҗикистан президенти имам әли рахманоф исминиң ахиридики русчә "оф" қошумчисини әмәлдин қалдуридиғанлиқини җакарлиди
- Гуәнтанамодики мәһбуслар америка хәлқ сот мәһкимисигә әрз суналмаслиқи мумкин
- Америка сот мәһкимиси гуантанамода қепқалған уйғур тутқунлар үстидин сот ачиду
- Хитай америкидин гуантанамодики уйғурларни қайтуруп беришни йәнә тәләп қилди
- Парс тилида сөзлишидиған дөләтләрниң рәһбәрлири дүшәнбигә топланди