Гуәнтанамодики 3 мәһбус өзини өлтүривалди
2006.06.11
Шәнбә күни кәчтә америкиниң кубадики гуәнтанамо түрмисидә тутуп туриливатқан 3 нәпәр мәһбус өзини есип өливалған. Уларниң иккиси сәудий әрәбистанлиқ бири йәмәнлик икән.
Америка бирләшмә агентлиқиниң мәлум қилишичә, америка һәрбий даирилири һазирчә бу 3 мәһбусниң исмини елан қилмиған. Лекин улар юқири назарәт астидики 1- лагирда айрим қамаққа соланған болуп, уларниң арисидики бири техи юқири дәриҗилик әл-қәидә әзаси икән.
Хәвәрдә көрситилишичә, һәр үчилиси кийим-кечәк вә көрпә кирликлири билән ағамча ясап шуниңға есилип өливалған һәмдә өлүштин бурун хәт йезип қалдурған. Әмма америка һәрбий даилири бу хәтниң мәзмунлирини елан қилмиди. Мәһбусларниң адвукати уларниң үмидсизликтин өзини өлтүривалғанлиқини билдүрди.
Әмма америкиниң кубадики базисиниң қомандани һәррий һаррис мухбирларға бу кишиләрниң инсан һаятини қәдирлимәйдиғанлиқини көрситип, " улар һәргизму үмидсизлинип өзини өлтүривалған әмәс. Уларниң бундақ қилиши, бизгә мас кәлмигән җәң елан қилғанлиқ болиду" деди.
Гуәнтанамо түрмисидә һазир 460 нәпәр мәһбус тутуп туриливатқан болуп, америка һәрбий даирлири уларниң көпүнчисини бин ладинниң әл-қәидә тәшкилатиға вә афғанситандики талибан тәшкилатиға четишлиғи болған террорчи гумандарлири дәп қарайду. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Б д т америкини гүәнтанамо лагирини тақиветишкә чақирди
- Гуәнтанамодики уйғурларниң вәзийити йәнила хәтәр астида турмақта
- Америка мәтбуатлирида гуантанамодики уйғурлар
- Қазанда гуантанамодин қоюп берилгән татар яшлири үчүн намайиш өткүзүлди
- японийә билән хитайниң, өзини өлтүрүвалған дипломат үстидики маҗираси давам қилмақта