Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати явропа бирлигини гуәнтанамо түрмисини тақашқа үндәшкә чақирди

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати явропа бирликиниң ташқи ишлар министирлириға хәт йоллап, америкиниң кубадики гуәнтанамо түрмисини тақашта явропа бирлигиниң чиң туриши керәкликини билдүрди.

Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хетидә йәнә, явропа бирлигиниң бу һәқтә йетәрлик күч чиқиралмиғанлиқини әйиблигән. 2001‏- Йилидин буян америкиниң гуәнтанамо түрмисидә афғанситанда қолға елинған вә террорчи дәп гуман қилинған бир қисим кишиләр тутуп туриливатқан болуп, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати баянатида йәнә, бу йәрдики уйғурларни өз ичигә алған бир қисим кишиләр гунаһсиз дәп елан қилинсиму, йәнила давамлиқ бу йәрдә тутуп туриливатқанлиқини әйиблиди.

Мәзкур тәшкилат, явропа иттипақиниң өз мәйданида чиңрақ туруп, бу гунаһсиз кишиләрни қоюп беришкә күчиши керәкликини, шундақ болған гуәнтанамо түрмисиниң тақилишиғиму пайдилиқ болидиғанлиқини билдүрди. Америка президенти җорҗ W буш буниңдин авал гуәнтанамо түрмисиниң тақилишиға қошилидиғанлиқини, әмма алди билән чоқум бу йәрдики америкиға тәһдит кәлтүрәләйдиған террорчиларниң башқа дөләтләргә йөткиветилиши керәкликини ейтти. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org