Америка дөләт мәҗлисидә хитайдики кишилик һоқуқ вә интернет темисида гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди


2006.02.01

1-Феврал күни америка дөләт мәҗлисидә, америка дөләт мәҗлиси әзаси Tim Ryan ниң тәшәббуси билән хитайдики кишилик һоқуқ вә интернет намидики гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди. Йиғин америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ гурупписи тәрипидин орунлаштурулған болуп, дөләт мәҗлиси әзаси том ләнтос йиғинниң ечилиш нутиқида америкидики әң чоң интернет ширкәтлириниң хитай һөкүмитиниң демократийә вә кишилик һоқуқини дәпсәндә қилидиған қилмишлириға шерик болуватқанлиқини әйиблиди.

Бу йиғин дунядики әң чоң издәш тор бети болған Google ниң хитайчә нусхиси рәсмий ишқа чүшүп узун өтмәйла ечилған болуп, америкидики Google, Yahoo, Microsoft, Cisco қатарлиқ хитай билән сода қиливатқан чоң интернет ширкәтлири бу йиғинға тәклип қилинған болсиму, вәкил әвәтмигән.

Йиғинда гуваһлиқтин өткән мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, издәш тори болған Google, Yahoo қатарлиқларниң хитайчә нусхисида хитай компартийиси "хәтәрлик" дәп қариған "демократийә", "кишилик һоқуқ" қатарлиқ 1000 дин артуқ сөз сүзүвелитгән болуп, бу сөзләр издәш үчүн киргүзүлгәндә, хитай компартийисигә "тәһдит" болмиған мәмунлар тепилидикән. Уларниң билдүрүшичә, хитайда 30 миңдин артуқ интернет сақчиси милйонлиған интернет ишләткүчилириниң интернеттики һәрикитини назарәт қилидикән.

Йиғинда хитай-америка иқтисадий вә бихәтәрликни көзитиш комитети, чегрисиз мухбирлар тәшкилати, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, торонто университети қатарлиқ орунлардин кәлгән вәкилләр гуваһлиқтин өтти. Улар америка һөкүмитиниң хитай билән сода қиливатқан интернет ширкәтлириниң хитай һөкүмитигә маслишип демократийә вә кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишиға қарап турмаслиқини, ширкәтләрниң мәзмунларни сүзәләйдиған юмшақ деталларни хитай һөкүмитигә сетишигә йол қоймаслиқини тәләп қилишти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.