Хитай компютерчилири америка һөкүмитиниң компютерлириға һуҗум қилди
2005.08.25
Хитай компютерчилири америка дөләт мудапиә министирлиқи вә башқа органларниң компютер сестимилириға кирип, бир қисим материялларни қолға чүшүргән.
Америкида чиқидиған "вашингтон почтиси" гезитиниң хәвиригә қариғанда, хитайдики бир қисим компютерчилар бу қетимлиқ һуҗумда, америка дөләт мудапиә министирлиқиниң компютер системисидин бир қисим материялларни қолға чүшүргән болсиму, әмма булар мәхпий материяллар әмәскән.
"Вашингтон почтиси" гезитиниң зияритини қобул қилған америка дөләт мудапиә министирлиқидики бир қисим хадимлар, хитайдин кәлгән бу хил һуҗумларни сүрүштә қилғанда, буниң 3-4 йил авалға четилидиғанлиқини, шундақла гәрчә булар мәхпий материяллар болмисиму, әмма уларниң һәммисини бирйәргә топлиғанда, униңдин пайдилиқ учурға еришкили болидиғанлиқини билдүрди.
Нөвәттә америка федерал тәкшүрүш идариси буниң үстидин тәкшүрүш елип беришқа башлиған. Шундақла ениқлашқа қариғанда, америка дөләт мудапиә министирлиқиниң компютер системилириға хитайдин келидиған һуҗум, башқа дөләтләргә қариғанда көп икән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сабиқ шеняң әдилийә идарисиниң башлиқи хән гуаңшең хитай коммунистик партийисини әйиблиди
- Сиясий панаһлиқ тилигән хитай депломати америка дөләт мәҗлисидә испат бәрмәкчи
- Хав феңҗүн, хитайниң австралийидики җасуслуқ торини паш қилидиған пакитларни елан қилди
- Австралийә, сиясий панаһлиқ тилигән сабиқ хитай дипломатини мәҗбурий қайтурмайдиғанлиқини билдүрди