Хамас рәһбири хәлқарани пәләстингә қиливатқан ярдәмни тохтатмаслиққа чақирди
2006.01.30
Оттура шәрқ мәсилисидики 4 тәрәп вәкиллири дүшәнбә күни лондонда йиғин ечиватқан мәзгилдә, хамас тәшкилатиниң алий рәһбири пәләстингә иқтисадий ярдәм қиливатқан дөләтләрниң, хамасниң парламент сайлимида утуп чиққанлиқи сәвәбидин пәләстингә қилидиған ярдәмни тохтитип қоймаслиқини тәләп қилди.
Хамас рәһбири исмайил ханияһ дүшәнбә күни ғәззидики мухбирларни күтивелиш йиғинида бу чақириқни қилған болуп, у америка, русийә, явропа иттипақи вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати қатарлиқ оттура шәрқ тинчлиқ программисини иҗра қиливатқан 4 тәрәпни, пәләстин хәлқиниң еһтияҗини нәзәрдә тутуп, иқтисадий ярдәмни давамлиқ беришкә чақирди.
Исмайил ханияһ сөзидә йәнә, иқтисадий ярдәмниң пәләстинниң муқимлиқиға пайдилиқ болудиғанлиқини, ундақ болмиғанда, пәләстин һөкүмитидики 140 миңдин ошуқ мәмурий әмәлдарларниң маашини беришму тәскә чүшидиғанлиқини тәкитлиди.
Америка ташқи ишлар министири кондолиза райс лондондики йиғинға меңиштин бурун, әгәр хамас рәһбәрликидики пәләстин һөкүмити зораванлиқ қилишни тохтатмиса һәмдә исраилийиниң мәвҗутлуқини етирап қилмиса, америкиниң пәләстингә қаратқан иқтисадий ярдәмни тохтитидиғанлиқини ейтти.
Хамас рәһбири исмайил ханияһ " биз хамаслар бу мәсилидә сөһбәтлишишкә тәйярмиз һәмдә ярдәм пуллириниң силәрниң назарәт қилишиңлар астида ишлитилидиғанлиқиға вәдә беримиз" деди. (Пәридә)