Русийә йеқинда йеңи һава бомбиси синақ қилған
2007.09.12
Русийә йеқинда бир хил һава бомбиси синақ қилған. Б б с ниң хәвиригә қариғанда , русийә телевизийә хәвәрлиридә көрситилишичә, йеқинда русийиниң 'ту' бәлгилик бомбардиманчи айрупилани һавада партлайдиған бир хил бомба ташлашни синақ қилған.
Хәвәрдә ейтилишичә, русийидә синақ қилинған бу хил һава бомбиси биринчи қетим партлиғанда һавада булут пәйда қилидикән, униңдин кейин бухил булут янғиниға айлинип, көзләнгән нишанни пачақлайдикән.
Мулаһизичиләрниң ейтишичә, бу хил бомбини русийә бурун афғанистанда вә чечинийидә ишләткән. Һазир синақ қилғини буниңдин бурун америка ираққа һуҗум қилиш алдида елип барған психологийилик һуҗум синиқида қолланған MOAB бәлгилик һава бомбисидин 4 һәссә күчлүк болуп, бундақ бир бомба төт қәвәтлик чоң бинани бирақла түзливитәләйдикән.
Мулаһизичиләрниң пәрәз қилишичә, буму русийиниң йеңи вәзийәттики писхилогийилик уруш 'хитабнамиси' болса керәк. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийә москваниң башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш иқтидарини ашурмақчи
- Хитайниң ирақта турушлуқ әлчиханиси җайлашқан меһманханида партлаш йүз бәрди
- Ирақта 11 нәпәр америка һәрбий хадими һаятидин айрилди
- Президент буш :русийә америкиниң дүшмини әмәс
- Шималий корийиниң башқурилидиған бомба синиқи хәлқара җәмийәтниң диққитини тартмақта
- Америка мәтбуати, хитайниң иранға башқурилидиған бомба техникиси икиспорт қилғанлиқини билдүрди