Сәуди әрәбистанға топланған икки милйон һаҗи намзати һәҗ вәзиписини орундаш алдида туриду
2005.01.17
Дуняниң һәрқайси җайлиридин һәҗ вәзиписини ада қилиш үчүн сәуди әрәбистанниң мәккә мукәррәмә шәһири вә әтрапиға топланған икки милйонға йеқин һаҗи намзати, сәйшәнбә күни башлайдиған һәҗ ибадитини орундаш үчүн тәйярлиқ көрмәктә.
Һаҗи намзатлири төт һәптидин бири дуняниң һәрқайси дөләтлиридин сәуди әрәбистанниң мәккә вә мәдинә шәһәрлиригә келип, ибадитини башлиған иди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йеқиндин бири әл-қаидә тәшкилатиниң һуҗумиға учраватқан сәуди һөкүмити һәҗ паалийитиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн қаттиқ тәдбирләр алған.
Сәуди әрәбистан һәҗ идарисиниң билдүрүшичә, һаҗи намзатлири һәҗ ибадитиниң әң муһим қисми һесабланған әрапат теғиға чиқип, бу йәрдики ибадитини түгитип, қурбан һейтниң биринчи күни болған пәйшәнбә күни мәккигә қайтип келидикән. Һаҗи намзатлири қурбанлиқ қилиш вәзиписини ада қилғандин кейин һаҗи болуп, қурбан һейтини қутлайдикән һәмдә җүмә вә шәнбә күнлири минаға чиқип, шәйтанға таш етиш вәзиписини орундайдикән.
Сәуди әрәбистан даирилириниң билдүрүшичә, һаҗи намзатлириниң қурбанлиқ иһтиячлирини қамдаш үчүн, сәуди әрәбистандики содигәрләр судан вә уругвайдин бир милйондин артуқ қой импорт қилған. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сәуди әлчиханиси пакистандики уйғурларға виза бәрди
- Уйғур елидики биринчи түркүм һәҗ өмики йолға чиқиштин бурун сиясий тәрбийә елип берилди
- Уйғур елиниң һәҗ өмики, мәккигә қарап йолға чиқти
- Уйғурларниң пакистан арқилиқ һәҗгә меңиши қийинлашмақта
- Һәҗгә бериш йолидики уйғурларниң әндишилири вә наразилиқлири
- Хитай һөкүмити уйғурларниң һәҗ паалийитини чәклимәктә
- Америкиниң сәуди әрәбистандики консулханиси қораллиқ кишиләрниң һуҗумиға учриди