Минада өлгән һаҗиларниң ичидә 4 җуңголуқ бар


2006.01.13

Һәҗ тавапиниң ахирқи күни сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридики мина теғида шәйтанға таш етиш җәрянида өлгән һаҗиларниң сани 362 гә йәтти.

Хитай мәтбуатлириниң сәуди әрәбистанда турушлуқ җиддә консулханисидин алған мәлуматида көрситилишичә, минада йүз бәргән қалаймиқанчилиқта өлгән һаҗилар ичидә 4 нәпәр хитай пуқраси бар икән. Шуниң билән биргә, һәҗ өмикидики 2 нәпәр хитай пуқраси һазирғичә өмәккә қайтип кәлмигән. Буларниң ичидә уйғур һаҗиларниң бар - йоқлиқи һазирчә мәлум әмәс.

12‏- январ күни һәҗ пәрзини ада қиливатқан һаҗилар мина теғида шәйтанға таш етиватқанда қалаймиқанчилиқ келип чиқип, һадисидә 345 һаҗи өлгән иди. Сәуди әрәбистан сәһийә министири хамад әл-маней, җүмә күни өлгән һаҗиларниң 362 гә йәткәнликини җакарлиди. Униң әскәртишичә дохтурханида давалиниватқан яридарлар 289 нәпәр икән.

Бу һадисә бу йилқи һәҗ мәзгилидә йүз бәргән бирдин бир вәқә әмәс. Буниң алдида 5- январ күни кәбиниң бир қанчә йүз метир нерисидики 7 қәвәтлик бир миһманхана өрүлүп кетип 70 дин артуқ адәм өлгән. Мәзкур бинани мәккидики уйғур муһаҗирлардин қәшқәрлик турсун һаҗим қумбусниң оғли салих түркистани иҗаригә елип ишлитиватқан икән. Вәқәдә салих туркистаниниң 20 яшлардики бир оғли өлгән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.