Колин повел ли җавшиң билән шималий корийә вә иран мәсилисини музакирә қилди
2004.11.05
Америка ташқи ишлар министири колин повел билән хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң җүмә күни телефонда сөзлишип, шималий корийә ядро қораллар пилани билән иран мәсилисини музакирә қилди. Ли җавшиң шәнбә күни теһранни зиярәт қилиду. Хитай билән иранниң нефит енергийә һәмкарлиқи вә иран ядро қораллар пилани ли җавшиңниң теһрандики зияритиниң асаслиқ күнтәртипини игиләйду.
Колин повелл ли җавшиң билән иранниң ядро қораллар пиланини хәлқара атом ениргийә оргининиң рамкиси даирисидә қандақ һәл қилиш мәсилиси бойичә пикир алмаштурған. Хитай иранға назук һәрбий техникиларға сетип бериватқан дөләтләрниң бири. Шундақла хитай билән иранниң нефит - ениргийә саһәсидики һәмкарлиқиниң йошурун күчи интайин зор. Хитай билән иран йеқинда 20 милярд долларлиқ ениргийә һәмкарлиқ келишими түзгән.
Иранниң қоюқландурулған уран айриш пилани америкиниң қаттиқ бесимиға учримақта. Америка иранниң қоюқландурулған уран айриш пилани, ядро қоралларни тәрәққи қилдурушни мәқсәт қилиду дәп қарайду. Шинхуа ахбарат агентлиқи ли җавшиң билән колин повелниң террорчилиққа қарши туруш мәсилисиниму музакирә қилғанлиқини билдүрди.
Колин повел 10 - айниң ахирлирида хитайни зиярәт қилип, хитай һөкүмитиниң гуантанамодики уйғурларни қайтуруп бериш тәлипини йәнә бир қетим рәт қилған. Хәвәрләргә қариғанда икки дөләт ташқи ишлар министирлики америка - хитай ташқи ишлар министирлири арисида иссиқ линийә телефони орнитишқа қошулған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Колин повелл шәрқий асия әллиридики зияритини башлиди
- Америка мәркизий ахбарат идариси хитайниң ядро қораллириға аит доклатини ашкарилиди
- Шималий корийиниң 2 - нумурлуқ рәһбири ким юңнәм хитайни зиярәт қилди
- Колин повел шәрқий асия әллирини зиярәт қилиду
- Повелл билән ли җавшиң тәйвән мәсилисидә ихтилапқа чүшүп қалди
- Шимали корийә ядро қораллардин ваз кәчмәйдиғанлиқини җакарлиди
- ٪ 58 Җәнубий корийиликләр хитайни яхши көрмәйдикән
- Шималий корийә һөкүмити 9 - сентәбирдики чоң партлаш һәққидә чүшәндүрүш бәрди
- Америка дипломатик әмәлдари хитайдики зияритини башлиди