Русийә, хитай вә һиндистанниң ташқи ишлар министирлири " террорчилиққа қарши" һәмкарлиқни күчәйтмәкчи


2005.06.02

Русийиниң виладивасток шәһиридә сөһбәт өткүзүватқан русийә, хитай вә һиндистанниң ташқи ишлар министирлири "террорчилиққа қарши" һәмкарлиқни техиму күчәйтидиғанлиқини билдүрди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, русийә ташқи ишлар министири лавруп, хитай ташқи ишлар минстири ли җавшиң вә һиндистан ташқи ишла рминистири натвар сиң билән учрашқандин кейинки мухбирларни күтүвелиш мурасимида сөз қилип, " биз хәлқара террорчилиқ, зәһәрлик чекимлик әткәсчилики қатарлиқ йеңи риқабәтләргә бирликтә зәрбә беришкә қошулдуқ" деди.

Русийә вә хитай территорийисидә мустәқиллиқ тәләп қиливатқан чечән вә уйғур мустәқилчилирини хәлқараға " террорчилар" дәп көрсәтмәктә.

Хәвәргә қариғанда, үч дөләт ташқи ишлар министирлири йәнә оттура шәрқ мәсилиси, шималий корийә ядро кризиси, б д т бихәтәрлик кеңишини кеңәйтиш ислаһати қатарлиқ районниң бихәтәрлик мәсилилири һәққидә сөһбәт өткүзгән. Буниңдин сирт, енергийә мәсилисиму уларниң муһим сөһбәт темилириниң бири болған.

Бу, үч дөләт ташқи ишлар министирлириниң түнҗи қетим мәхсус учришиши болуп, бир қисим анализчилар, бу қетимқи сөһбәт әмәлийәттә америкиниң асиядики тәсир күчигә тақабил туралайдиған бир күчни шәкилләндүрүшни мәқсәт қилған дәп қаримақта.

Йәнә бир тәрәптин, хитай вә русийиниң ташқи ишлар министирлири икки дөләт чегра толуқлима келишимигә қол қойған. Хитай ташқи ишлар министирлири ли җавшиң буниң билән икки дөләт оттурисидики чегра ихтилапиниң һәл болғанлиқини билдүргән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.