Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрниң террорлуққа қарши туруш йиғини ечилди
2006.09.29
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрниң террорлуққа қарши туруш әмәлдарлири җүмә күни бейҗиңда топлинип, аталмиш террорчилиққа қарши турушни мәзмун қилған 12 түрлүк һөҗҗәткә имза қойған. Тәрәпләр бу һөҗҗәтләрниң мәзмунини елан қилмиған болсиму, лекин шинхуа ахбарат агентлиқи, бу һөҗҗәтләрниң һәммиси террорчилиққа қарши туруш билән мунасивәтлик икәнликини хәвәр қилди.
Бу қетимқи йиғинни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң террорчилиққа қарши туруш идариси чақирған. Йиғинда хитай җамаәт хәвпсизлик министири җав юңкаң "террорчилиқ, бөлгүнчилик вә әсәбийликни асас қилған ‘үч хил күчләр’, районниң бихәтәрлики вә муқимлиқиға тәһдит селиватқан асаслиқ амиллар " дәйду. У, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрни террорчилиққа қарши техиму зич һәмкарлишишқа чақирған.
Хитай һөкүмити уйғур сиясий өктичилирини, охшимиған көз қараштики диний затларни, уйғур мустәқилчилирини "үч хил күчләр" дәп бастурсиму, лекин хитай террорчилиқни баһанә қилип, уйғурларни бастурмақта, дәп әйибләнмәктә.
Америка ташқи ишлар министирлиқи йеқинда елан қилған диний әркинлик доклатида, хитайни сиясий өктичиләр вә охшимиған көз қараштики диний затларни террорчилар билән охшаш орунға қоймақта, дәп әйиблиди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати демократийиниң кеңийишигә тосқунлуқ қилмақта
- Хитай, русийә вә оттура асия сотчилирини уйғурларға қарши хитай билән һәмкарлиқни күчәйтишкә чақирди
- Аз санлиқ милләтәр һоқуқи тәшкилати: террорлуққа қарши уруш аз санлиқларға қарши урушқа айланди
- Мутәхәссисләр, уйғурларниң хәлқара террорчилиқ билән һечқандақ алақиси йоқлиқини билдүрмәктә
- Хитай вә оттура асия иқтисади һәмкарлиқ йиғини үрүмчидә ечилмақчи