Сабиқ шеняң әдилийә идарисиниң башлиқи хән гуаңшең хитай коммунистик партийисини әйиблиди
2005.08.07
Америка бирләшмә агентлиқиниң шәнбә күни хәвәр қилишичә, канадада сиясий панаһлиқ тәләп қилған, хитайниң шеняң шәһири әдилийә идарисиниң сабиқ башлиқи хән гуаңшең, шәнбә күни торонто университетида өткүзүлгән бир йиғинда оттуриға чиқип , хитай һөкүмити үстидин шикайәт қилған.
Хән гуаңшең, хитайда вәзипә өтигән вақтида, хитай сақчилириниң 15 яшлиқ бир қиз фалоңгоң муритини , фалоңгоң мәшиқ қилиштин ваз кәчтүрәлмәй, ток калтәк билән қаттиқ урғанлиқини өз көзи билән көргәнлики һәққидә испат берип, хитай коммунистик партийисиниң икки қоли хәлқниң қени билән боялғанлиқини көрсәткән.
У йәнә, хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдә җасусларни наһайити көп орунлаштурғанлиқини ашкарилаш билән биргә, өзиниң австралийигә қечип чиққан хитай коммунист хадимлириниң түрткиси астида очуқ - ашкара мәйданға чиққанлиқини билдүргән.
Бу йил 52 яшқа киргән хән гуаңшең, 2001 - йили хитай вәкилләр өмики билән бирликтә канадаға кәлгән вә торонтодики хитай базирида тиҗарәт билән шуғулланған һәмдә канада һөкүмитидин сиясий панаһлиқ тәләп қилған. Хитай һөкүмити болса уни, канадада қелиш үчүн ялған сөзлиди дәп әйиблигән иди.
Канада һөкүмити, хән гуаңшеңниң сиясий панаһлиқ тәлипини рәт қилғандин кейин, у канада алий сотиға әрз сунған. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сабиқ хитай дипломати чин йоңлин америка дөләт мәҗлисидә гувалиқ бәрди
- Сиясий панаһлиқ тилигән хитай депломати америка дөләт мәҗлисидә испат бәрмәкчи
- Хав феңҗүн, хитайниң австралийидики җасуслуқ торини паш қилидиған пакитларни елан қилди
- Сабиқ хитай дипломати австралийидә хитай ишпийонлуқ тори барлиқини билдүрди
- Америка доклатида, хитайниң америкиға қаратқан җасуслуқ һәрикәтлириниң тәһдитини мөлчәрлиди