Роберт гейтс, хитайниң һәрбий һазирлиқларни кеңәйтиштә нимә мәқсәткә йәтмәкчи боливатқанлиқини сориди


2007.06.01

Америка дөләт мудапиә министири роберт гейтс, хитайниң һәрбий һазирлиқларни кәң - көләмдә кеңәйтиватқанлиқини әскәртип, буниңда хитайни нимә мәқсәткә йәтмәкчи болуватқанлиқиға чүшәнчә беришкә чақирди. Гейтс, сингапорда өткүзүлидиған асия - тинч окян райони бихәтәрлик йиғиниға қатнишиш мәқситидә сингапорға кетиветип, " шүбһисизки хитай һәрбий күчини кәң - көләмдә кеңәйтмәктә. Бизниң диққәт қиливатқинимиз уларниң нимә мәқсәткә йәтмәкчи боливатқанлиқидур," диди.

Гейтс йәнә, америка дөләт мудапиә министирликиниң 25 - майда елан қилған "хитай һәрбий тәрәққиятиниң әһвали" һәққидики доклатта оттуриға қоюлған хитай һәрбий селинмисиниң очуқ - ашкарә болуш тоғрисидики чақириқини тәкрарлиди. У,"пүтүн кишиләр хитай билән сөһбәт елип барғанда бир мәркизи темини тәкитлимәктә. У болсиму очуқ - ашкарилиқ мәсилисидур," дәйду. Гейтсниң әскәртишичә, хитайниң "һәрбий һазирлиқларни кеңәйтиватқанлиқи бир һәқиқәттур.

Уларниң бу һәрбий күч билән немиләрни қилмақчи яки немиләрни қилмақчи әмәсликини билиш ачқучлуқ мәсилә." Америка дөләт мудапиә министирлики бәш бурҗәклик бина "хитайниң һәрбий тәрәққияти" һәққидики доклатта, хитайниң шәрқий асия районида америкиға қарши һәрбий күчләр тәңпуңлуқи қурмақчи боливатқанлиқини тәкитлигән.

Хитай, шәнбә күни башлинидиған асия - тинч окян райони бихәтәрлик йиғиниға хитай азатлиқ армийисиниң муавин штаб башлиқи җаң чишиң башчилиқидики бир вәкилләр өмикини йоллиди.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.