Петер пейс хитайларниң һәрбй хираҗити җәһәттә очуқ‏ - ашкара болуши керәкликини тәкитлиди


2007.06.04

Америка штаб башлиқлири бирләшмисиниң рәиси петер пейс дүшәнбә күни малайсияда, хитайларниң һәрбй хираҗити җәһәттә имканийәтниң беричә очуқ ‏- ашкара болуши керәкликини тәкитлиди.

У мухбирларға мундақ деди: "биз уларниң бу җәһәттә имканийәтниң беричә очуқ ‏- ашкара болушини қизғин қарши алимиз. Шундақ болғанда биз уларниң немә қилишқа тәмшиливатқанлиқини чүшинәләймиз" деди.

Бәш бүрҗәклик бина алдинқи айда, хитайниң бу йиллиқ һәрбий пилани вә һәрби күчи һәққидә доклат тәйярлап америка дөләт мәҗилисигә йоллиған иди.

Доклатта хитайниң һөкүмәт тәрәп елан қилған 43 милярд долларлиқ һәрбий хамчотиниң әмәлийәттә униңдин икки уч һәссә юқири икәнлики тәкитләнгән вә бейҗиңниң узақ мәзгиллик һәрбий муддиасиниң нәдин- нәгичә икәнлики һәққидә шүбһиләрни мәйданға кәлтүргән.

Әмма, бу һәптә ахири сингапорда елип берилған бихәтәрлик муһакимә йиғинида америка дөләт мудапиә министири роберт гейтс, "биз хитайни һәрбий хамчоти җәһәттә очуқ- ашкара болушқа үндәватқан пәйтләрдә йәнә, америка- хитай мунасивәтлиридә үмидвар болушқиму сәвәблиримиз бар" дегән иди.

Һалбуки, дүшәнбә күни малайсияда, петер пейс "америка- хитайниң яхши мунасивәтлирини давамлаштуруш җәһәттә" гейтсниң бәк үмидвар болуп кәткәнликини тәкитлиди.

Бу пейсниң малайсияға қилған тунҗи сәпири болуп, у малайсияниң юқири дәриҗилик әрбаблири билән бихәтәрлик сөһбити елип барғандин кийин малайсиядин айрилиду.(Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.