Хитай һазир америка парахотлириға зәрбә бериш иқтидариға игә башқурулдиған бомба тәрәққи қилдурмақта
2007.05.16
японийә ахбарат вастилириниң ашкарилишичә, хитай бомбилирида америкиниң асиядики авиаматкилири вә уруш парахотлириға зәрбә бериш иқитидарини һазирлаш үчүн, һазир тәрәққи қилдуруватқан бомбилириға инфира қизил нур техникиси сәпләш пиланини оттуриға қойған.
16- Май франсийә агентлиқи японийә ахбарат вастилиридин нәқил кәлтүрүп ейтишичә, хитайниң башқурулидиған бомбилирини шундақ өзгәртишидики асасий сәвәп болса, америка бихәтәрлик келишими ичидики тәйвән боғузида йүз берип қелиш мумкинчилики болған тоқунушқа тәйярлиқи көрүш икән.
японийидики консерватип гезит санкей шимбунниң нами тилға елинмиған японийә вә тәйвән ахбаратлиридин нәқил кәлтүрүп көрситишичә, хитай һазир тәрәққи қилдуруватқан оттура мусапилиқ доңфең -21 типлиқ башқурулидиған бомбилириға инфира қизил нурлуқ байқаш сестимиси сәплимәкчи болуп, бу техника бомбиларниң уруш парахотлириға дәл тегиш иқтидарини ашуридикән.
Доңфең -21 типлиқ башқурулидиған бомбиниң учуш мусаписи 2 миң 150 километир болуп һазирғичә 100 данә бомба ишқа кириштүрүлгән.
Америка анализчилириниң пәрәз қилишичә, хитай һазир америка қуруқлиқиға һуҗум қилалайдиған йирақ мусапилик доңфең-41 типлиқ башқурулидиған бомбисини тәрәққий қилдуруватқан икән.(Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң пул сиясити һәққидә испат бериш йиғини өткүзди
- Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси, хитай - америка мунасивәтлири һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди
- Америка тәйвәнниң узун мусапилиқ һуҗум қораллирини тәрәққи қилдурушини қоллимайду
- Америка ташқи ишлар министирлики терорчилиқниң һазирқи вәзийити тоғрисида доклат елан қилди
- Хитай, сант лукиа билән тәйвәнниң дипломатик мунасивәт орнитиш пиланини әйиблиди
- Тәйвән башқурулидиған бомбилириниң учуш мусаписини ашурди
- японийә, америка, һиндистан бирләшмә деңиз армийә маневири өткүзди
- Хитай америка һәрбий манивериға тунҗи қетим көзәткүчи әвәтип қатнаштурди