Хитай америка билән һәрбий алақини күчәйтишни халайдиғанлиқини билдүрди


2006.01.11

Хитай даирилири йеқинда хитайниң америка билән һәрбий алақини күчәйтишни халайдиғанлиқини ейтти. Әмма улар йәнә америкини тәйвән мәсилисигә арилашмаслиққа агаһландурди.

Хитай дөләт мудапиә министири сав гуаңчүән сәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлиси әзалиридин тәшкилләнгән вәкилләр өмикиниң зияритини қобул қилғанда бу қарашлирини оттуриға қойған. У хитай азадлиқ армийисиниң америка армийиси билән техиму зич һәмкарлиқ вә алақә орнитишни халайдиғанлиқини вә шу арқилиқ икки дөләтниң күнсайин күчийиватқан сиясий мунасивитини әкс әттүрүшни истәйдиғанлиқини билдүрди.

Икки дөләт оттурисидики һәрбий алақә 2001‏- йили америка деңиз армийә айрупилани билән бир хитай һәрбий айрупиланиниң соқушуп кетиш вәқәсидин кейин үзүлүп қалған иди. Лекин йеқинқи икки йилдин буян икки тәрәп һәрбий алақисида азрақ яхшилиниш көрүлди.

Вашингтон даирилири хитайни, һәрбий тәрәққиятиниң болупму ядро бомбилирини ясаш җәһәттики рушәнлик дәриҗисини техиму ашурушқа чақирди. Америка һөкүмити йәнә, һәрбий алақиниң икки дөләтниң дипломатик мунасивитидики һалқилиқ амил икәнликини тәкитләп, америкиниң хитай билән бирләшмә һәрбий мәшқ елип беришни халайдиғанлиқини билдүрди. Әмма хитай тәрәп өзиниң бу риқабәтчиси билән бирләшмә һәрбий паалийәт елип бериштин еһтият қилип кәлди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.