Америка австралийидә һәрбий база қурмақчи
2006.06.19
Австралийә баш министири җан ховард (John Howard) америкиниң австралийидә һәрбий база қурушини қарши алидиғанлиқини билдүрди.
У дүшәнбә күни австралийиниң сидней шәһиридә өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, австралийиниң америка билән бирликтә икки һәрбий манивер елип баридиғанлиқи вә америкиниң австралийиниң шималий районида һәрбий база қуридиғанлиқи һәққидики хәвәрләр үстидә тохтилип, америкилиқларниң австралийидә база вә яки һәрбий тәлим -тәрбийә мәркизи қуридиғанлиқи, мән қизғинлиқ билән қарши алидиған бир иш, деди.
Австралийә баш министири җан ховард америка президенти җурҗ бушниң йеқин иттипақдиши болуп, у америкиниң тәлипигә асасән афғанистан вә ираққа һәрбий қисимлирини әвәткән.
Австралийә мәтбуатида чиққан хәвәрләргә асасланғанда, америка австралийиниң җәнубидики брадшав районида си 17 қатарлиқ чоң һәрбий йүк тошуш айропиланлири чүшәләйдиған айродромға игә бир һәрбий база ясайдикән һәмдә австралийиниң ғәрбий шималийидики ямпи сонд районида икки қетим һәрбий манивер елип баридикән.
Һәрбий мулаһизичиләрниң ейтишичә, бу база америкиниң райондики һәрикәт қабилийитини күчәйтип, мәсилә чиққан йәрләргә тездин һәрбий қисим вә қорал-ярақ йүткиши үчүн наһайити чок қолайлиқ яритидикән.
Австралийә мәтбуатиниң билдүрүшичә, австралийә һөкүмити, хитайни чүчүтивәтмәслик үчүн қурулидиған һәрбий базиларниң чоңлиқи вә даириси һәққидә көп мәлумат бериштин өзини қачурмақта. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка тәләп қилинған шараитта, қазақистанда һәрбий база ечиши мумкин
- Америка армийиси ирақта йәнә 4 йил туруши мумкин
- Хитай америка базисини тақашни тәләп қилиш тоғрисида қирғизистанға бесим ишләткән
- Доналд рамсфилд, қирғизистанни америка базиси мунасвити билән зиярәт қилди
- Кондализа райис, ш һ т ниң америка һәрбий қисимлирини чекиндүрүш тоғрисидики тәләпләрни рәт қилди