Америка вә хитайниң һәрбий әмәлдарлири сөһбәт өткүзди
2005.04.28
Америка вә хитайниң юқири дәриҗилик һәрбий әмәлдарлири пәйшәнбә күни вашингтонда икки дөләт мудапиә саһәсидикиләрниң йиллиқ сөһбитини өткүзди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бу қетимқи сөһбәт дәл америкиниң хитайниң һәрбий ишлар тәрәққиятиға болған әндишиси ешиватқан, хитай билән японийә, тәйвән оттурисидики ихтилап күчийиватқан, шималий корийә өзиниң ядро қоралға игә икәнликини елан қилған бир мәзгилгә тоғра кәлгән.
Хәвәрдә ейтилишичә, йиғинға, хитай тәрәптин хитай азадлиқ армийисиниң муавин баш қомандани шуң гуаңкәй йетәкчиликидики вәкилләр өмики, америка тәрәптин болса, муавин дөләт мудапиә министири доглас фәйис башчилиқидики дөләт мудапиә вә ташқи ишлар министирлиқиниң әмәлдарлири қатнашқан.
Бу, америка вә хитайниң һәрбий алақиси 2001 - йили априлда йүз бәргән икки дөләт айрупиланиниң соқулуш вәқәси сәвәбидин тохтап қалғандин кейин, икки тәрәп өткүзгән үчинчи қетимлиқ дөләт мудапиә сөһбити болуп һисаблиниду. (Арзу)