Ранд ширкити: хитайниң һәрбий илғарлиқи ойлиғандинму юқири
2006.01.15
Америка һөкүмитиниң мәблиғи билән қурулған ақиллар гороһи болған ранд ширкити йеқинда доклат чиқирип, хитайниң дөләт мудапиә санаитиниң америка ойлиғандинму көп илғар икәнликини оттуриға қойди һәмдә көпчиликни хитайниң һәрбий санаити қалақ дәйдиған қарашни пүтүнләй өзгәртишкә чақирди.
Ранд ширкити доклатида йәнә, хитай дөләт мудапиә санаитиниң бир қатар назук вә илғар қоралларни ясаш вә лайиһиләш иқтидариға игә икәнликини болупму һәрбий парахотларни ясаш җәһәттики техикисиниң ойлиғандин көп илғарлиқини әскәртти.
Доклатта көрситилишичә, хитайниң дөләт мудапиә ишләпчиқириш иқтидариниң зор ешишидики муһим бир сәвәбләрниң бири, хитай һөкүмити һәрбий хираҗитини тохтимай ашурған һәмдә русийә вә исраилийә қатарлиқ дөләтләрдин киргүзгән һәрбий техникилардинму обдан пайдилинивалған.
Нөвәттә америкида "хитай тәһдити" дәйдиған қарашлар оттуриға чиқмақта. Әмма хитай һөкүмити америкиниң бу "хитай тәһдити" нәзирийисигә қарши чиқти һәмдә хитайниң һәрбий пән-техникисиниң америкидин көп арқида икәнликини изчил тәкитләп кәлди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә ташқи ишлар министири хитай тәһдити һәққидә тохталди
- Мәслиһәтчиләр өмики америкини хитайниң һәрбий күчигә сәл қаримаслиққа агаһландурди
- Америка хитайниң баш көтүрүшигә тақабил туруш истратегийиси бәлгилиши керәк
- Әнглийә тәтқиқат орни: хитайниң һәрбий күчи, асия дөләтлиригә тәһдит
- Хитай мәдәнийәт министири, хитай америка үчүн тәһдит әмәс, деди









