Б д т, сүрийидин һәррири дилосиниң тәкшүрүшигә һәмкарлишшини тәләп қилди


2005.10.31

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңиши дүшәнбә күни бирдәк қарар мақуллап, сүрийидин ливанниң сабиқ баш министири рафиқ һәрририниң сүйқәсткә учраш дилосини тәкшүриватқан б д т ниң тәкшүрүш гурупписи билән толуқ һәмкарлишишни тәләп қилди. Болмиса, бихәтәрлик кеңишиниң йәниму илгирилигән тәдбирләрни қоллинидиғанлиқини агаһландурди.

Әнгилийә б б с радио телевизийә истансисиниң хәвиригә қариғанда, б д т бихәтәрлик кеңиши, русийә қатарлиқ дөләтләрниң қаршилиқи билән, ғәрб әллири оттуриға қойған қарар лайиһисидики сүрийигә иқтисадий җаза қоллунуш һәққидики мәзмунларни чиқиривәткән.

Б д т ниң һәррири дилосини тәкшүрүш гурупписи өткән һәптә дәсләпки тәкшүрүш доклатини елан қилип, сүрийә вә ливанниң юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң рафиқ һәрририниң сүйқәсткә учраш дилосиға четишлиқ икәнликини оттуриға қойған. Арқидин америка, франсийә вә әнгилийә, б д т бихәтәрлик кеңишидин бу қарар лайиһисини мақуллишини тәләп қилған иди.

Б д т бихәтәрлик кеңиши дүшәнбә күнидики қарарида, сүрийидин доклатта тилға елинған гуманлиқ әмәлдарларниң мал - мүлкини тоңлитишни һәмдә уларниң чәтәлләргә чиқишини чәкләшни тәләп қилди. Қарарда йәнә " әгәр сүрийә рафиқ һәрририниң дилосини тәкшүрүш ишлириға һәмкарлашмиса, у һалда еғир ақивәтләргә дүч келиду" дәп көрситилгән. Сүрийә һөкүмити буниң алдида б д т ниң тәкшүрүш доклатини инкар қилип, өз алдиға тәкшүрүш елип баридиғанлиқини билдүргән иди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.