Һиндонезийидики қутқузуш ишлири давамлашмақта


2005.03.30

Һиндонезийидики 8.7 Бал йәр тәврәштин кейин, йәрлик хәлқләр вә қутқузуш хадимлири өрүлүп чүшкән өйләрдә қамилип қалған кишиләрни қутқузушқа башлиди.

Йәр тәврәш апитиниң тәсиригә еғир учриған нияс арили асасий җәһәттин түзлинип кәткән болуп, һазирғичә қаза қилғанларниң сани миңдин ашқан. Шундақла бу йәрдики һаят қалған кишиләрму һазир су , ашлиқ вә маддий боюмларға җиддий еһтияҗ болмақта.

Бу арида дунядики һәр қайси дөләтләр апәт райониға ярдәм қилишқа тәйярлиқ көриватқан болуп, японийә һөкүмити һиндонезийигә қутқузуш хадимлирини әвәтиш билән биргә 140 миң америка доллири ярдәм қилған.

Хәвәрләргә қариғанда, бу районларда һазирғичә әгәшмә йәр тәврәш йүз берип туридикән. Бу район 12 - айда йүз бәргән сунами дәп аталған деңиз долқуни апитиниң тәсиридин техи қутулуп болалмиған болуп, у чағда һиндонезийидила қаза қилғанларниң сани 200 миңдин ашқан иди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.