Һиндистан хитай әлчиханисиниң әтрапидики бихәтәрликни күчәйтти


2004.09.30

Һиндистан даирилири хитай һөкүмитиниң тәлипи бойичә йеңи деһлида турушлуқ хитай әлчиханисиниң әтрапидики бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң һиндистан вақти гезитиниң мәлуматлирини нәқил кәлтүришичә, хитай тәрәп шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң йеңи деһлидики хитай әлчиханисиға һуҗум қилишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрүп, һиндистан һөкүмитидин әлчихана әтрапидики бихәтәрликни күчәйтишни тәләп қилған.

Һиндистан ички ишлар министирликидики бир әмәлдарниң билдүрүшичә, һиндистан сақчи даирилири мәхсус адәм әвәтип, хитай әлчиханисиниң әтрапини чарлаш қетим санини көпәйткән. Бирақ алақидар даириләр техи бирәр хәвпниң барлиқини байқимиған. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.