Мушәррәф һиндистанни зиярәт қилди
2005.04.17
Һиндистан баш министири манмохан сиң билән пакистан президенти пәрвиз мушәррәф йәкшәнбә күни йеңи деһлида учришип, кәшмир мәсилисини өз ичигә алған кәң темиларни музакирә қилди.
Икки дөләт рәһбәрлири бу қетимқи сөһбәтни иллиқ вә әһмийәтлик болди дәп тәсвирлиди. Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, сиң вә мушәррәф икки саәтчә давамлашқан сөһбәттин кийин, икки дөләтниң дүшмәнлик вәзийитигә хатимә беридиған тинчлиқ вастилирини илгири сүрүшкә қошулған.
Бу вастилар, сода алақини вә чегра қатнишини күчәйтиш, қисмән һәрбий әслиһәләрни чегридин кәйнигә чекиндүрүш қатарлиқларни өз ичигә алидикән.
Бу қетимқи зиярәт, пәрвиз мушәррәфниң 2001 - йилидики икки дөләт рәһбәрлириниң учришиши мәғлуп болғандин кейинки һиндистанға қилған түнҗи зиярити болуп һесаблиниду. Үч йил авал, һиндистан билән пакистан кәшмир мәсилиси сәвәбидин чегрилириға қошуп йөткәп, тоқунушуш гирдабиға келип қалған иди.
Пәрвиз мушәррәфниң зиярити җәрянида, икки дөләт рәһбәрлири йәнә түнҗи қетим райондики террорчилиқни тосуш һәққидә бир пикиргә кәлгән. Мушәррәф пакситан территорийисидә һиндистанға қарши террорлуқ һәрикәтләргә йол қоймайдиғанлиқини билдүргән.
Һиндистан контроллиқидики кәшмирдә қаршилиқ паалийәтлирини елип бериватқан қораллиқ күчләрниң көпинчиси пакистанни база қилған болуп, уларниң кәшмирни мустәқиллиққа ериштүрүш вә яки пакистанға қошуш йолида 15 йилдин буян елип барған қаршилиқ һәрикәтлири бу районда 66 миң кишиниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған иди. (Арзу)