Һиндистан билән хитай түнҗи қарар истратегийилик сөһбәтни башлиди


2005.01.24

Асиядики чоң дөләтләр һесабланған һиндистан билән хитай дүшәнбә күни түнҗи қарар "истратегийилик сөһбәт" ни башлиди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитайниң муавин ташқи ишлар министири ву давий билән һиндистан ташқи ишлар министири шям саран йеңи деһлида икки күнлүк сөһбәтни башлиған. Уларниң мәзкур сөһбитиниң ениқ күнтәртипи бекитилмигән болуп, асаслиқи икки дөләт мунасивитини кеңәйтиш, хәлқара террорчилиқ вә район бихәтәрлики қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилидикән.

Мәзкур сөһбәтниң йәнә бир мәқсити хитай баш министири вин җябавниң бу йил 3 - айда һиндистанға қилидиған сәпири үчүн тәйярлиқ көрүш икән.

Һиндистан билән хитай 1962 - йили чегра мәсилиси сәвәбидин тоқунушқандин кийин, икки дөләт мунасивити соғуқ болуп кәлгән иди. Йеқинқи йиллардин буян икки тәрәп сода мунасивитини яхшилашни көздә тутуп, башқа мәсилиләрни қайрип қоюшқа тиришмақта. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.