Вен җябав, җәнубий асиядики зияритидә далай лама вә чегра мәсилисини музакирә қилиду
2005.04.01
Тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама шундақла хитай - һиндистан оттурисидики чегра мәсилиси, алдимиздики һәптә ичидә һиндистан қатарлиқ җәнубий асия әллирини зиярәт қилидиған хитай баш министири вен җябавниң зиярәт күнтәртипидики муһим темиларни игиләйду.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайниң муавин ташқи ишлар министири ву давей , вен җябавниң зиярәт җәрянида далай лама мәсилисини музакирә қилидиғанлиқини ашкарилиған. У, "биз һиндистан һөкүмитигә далай лама вә униң әгәшкүчилириниң һиндистан территорийисидә хитайға қарши бөлгүнчилик паалийити билән шуғуллиниватқанлиқини оттуриға қойимиз," деди. Һиндистан, бейҗиң һөкүмити тәрипидин бөлгүнчилик билән әйиблиниватқан тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң базиси.
Ву давейниң билдүрүшичә, һиндистан тибәт һәрикитиниң һиндистандики паалийитини чәкләш тоғрисида бәзи вәдиләрни бәргән. У, " биз һиндистан һөкүмитиниң вәдисини қандақ биҗа кәлтүрүдиғанлиқиға қараймиз," деди.
Ву давей, чегра мәсилисиниң һиндистан - хитай оттурисида башқа саһәләрдики һәмкарлиққа тәсир йәткүзмәйдиғанлиқини билдүргән. У, " икки дөләтниң чегра мәсилисидики ихтилапи интайин чоң шундақла мәсилисини һәл қилиш асанға тохтимайду," дәп көрсәтти.
3200 Километир узунлуқтики хитай - һиндистан чегра маҗираси, икки дөләт оттурисида һиндистанниң мәғлубийити билән ахирлашқан 1962 -йилдики чегра тоқунушини кәлтүрүп чиқарған. Вен җябавниң җәнубий асия әллиридики зиярити сәйшәнбә күни пакистандин башлинидикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һиндистан билән хитай түнҗи қарар истратегийилик сөһбәтни башлиди
- Хитай японийиниң сенкаку арилидики маякқа игә чиққанлиқини әйиплиди
- Германийә һессен штатиниң баш министири дарамсалани зиярәт қилди
- Һиндистан билән хитай һәрбий һәмкарлиқлирини күчәйтмәкчи
- Русийә билән хитай үч аралниң чегра мәсилисидә келишим һасил қилди