Һизби тәһрирниң җакартадики йеғилишиға 80 миңдин артуқ адәм қатнашти
2007.08.12
Һизби тәһрир йәни азатлиқ партийиси намлиқ радикал исламий һәрикәт тәрипидин йәкшәнбә күни һиндонезийиниң пайтәхти җакарта шәһиридә өткүзүлгән йиғилишқа 80 дин артуқ адәм қатнашти.
Һизби тәһрир мәсуллириниң билдүрүшичә, бу қетимқи йиғилиш, мусулманларниң тинчлиқ йоли билән дуняда ислам хәлипиликини қайтидин тикләш ирадисини күчәйтишни мәқсәт қилидикән.
Һизби тәһрирниң һиндунезийидики баянатчиси исмаил юсанто, йеғилишниң ичилишида қилған сөзидә, дуня мусулманлириниң ислам хәлипилики гумран қилинғандин бери түрлүк мусибәтләргә учрап келиватқанлиқини тәкитләп, мустәмликичиләр бизни 50 айрим дөләткә бөлүп, һәр бир дөләттә өзлири халиған кишиләрни һакимийәт бешиға чиқирип қойди, дегән.
Дуня мусулманлирини бирләштүрүш вә бир байрақ астиға йиғишни мәқсәт қилған һизби тәһрири һәрикити 1953- йили пәләстиндә қурулған. Нурғунлиған әрәп дөләтлири вә оттура асия җумһурийәтлири һизби тәһрир һәрикити вә мәзкур һәрикәтниң паалийәтлирини чәклигән. Лекин хәвәрләргә қариғанда, йеқинқи йиллардин бери һиндунезийидә һизби тәһрир һәрикити тәсир даириси барғансири кеңәймәктә.
Бәзи ғәрб дөләтлири һизби тәһрирниң радикал ислам милитантлири билән алақиси барлиқини илгири сүрмәктә. Әмма һизби тәһрир мәсуллири, һәрикәтниң тинчлиқни тәрғиб қилидиған бир һәрикәт икәнликини вә радикал исламий еқимлар билән мунасивити юқлиқини тәкитлимәктә.
Җакарта шәһиридики йиғилишқа мөтидил көз қараштики исламий тәшкилатларниң вәкиллириму тәклип қилинған. Әмма һизби тәһрир мәсуллириниң билдүрүшичә, һиндонезийә даирилири, йиғилишқа тәклип қилинған нурғун мусулман паалийәтчиләрниң һиндонезийгә киришигә рухсәт бәрмигән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Талибанлар билән җәнубий корийә һөкүмәт хадимлири оттурисидики сөһбәт давамлашмақта
- Талибанлар гөрүгә елинған икки нәпәр җәнубий корийилик аялни қоюп бәргәнликини билдүрмәктә
- Хитай, уйғур паалийәтчиләрни тапшуруши һәққидә пакистанға бесим қилмақта
- Гөрөгә елинған җәнубий корийиликләрни қутқузуш мәсилсидә илгириләш болмиди
- Пакистанда елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда 9 киши өлди
- Талибанлар гөрүгә елинған корийиликләр мәсилиси үстидә корийә һөкүмити билән сөһбәтләшмәкчи
- Әлқаидичиләр пакистанға һуҗум қилиш һәққидә 8 - айниң 1 - күни видио хәвири тарқатти
- Талибанлар гөрүгә елинған йәнә бир корийиликниң өлтүрүлгәнликини ашкарилиди