Голландийә ташқи ишлар министирликиниң бейҗиң олимпикини байқут қилиш юмулақ үстәл йиғинида уйғур мәсилиси диққәтни тартти
2008.01.17

2008-Йили, бейҗиң олимпик йиғини йеқинлашқансери , дуняниң һәр қайси җайлирида хитайниң олимпик өткүзүшигә қарши аваз күчәймәктә. Һәмдә бу җәһәттә түрлүк паалийәтләр елип берилмақта.
Болупму хитайда мәвҗут болуп туриватқан кишилик һоқуқ, диний әркинлик һәмдә ахбарат әркинлик мәсилилири хитайни олимпик өткүзүшкә лайиқ әмәс бир дөләт икәнликини испатлайдиған тәрәпләрдур. Нөвәттә уйғур мәсилисиниң тонулуши билән, уйғурларниң һәқ һоқуқлириниң дәпсәндә болуватқанлиқиму хитайдики әң күчлүк бир мәсилә сүпитидә нәзәргә елинмақта .
Пәйшәнбә күни голландийә ташқи ишлар министирликидә "хитай олимпик өткүзүшкә лайиқму?" дегән темида өткүзүлгән бир муназирә йиғинида , уйғур мәсилилири, уйғур тәшкилатлириға вакалитән йиғинға қатнашқан , голландийә шәрқий түркистан вәқпи рәиси тәрипидин оттурға қоюлуп диққәт қозғиған. Бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрәниң йиғин қатнашқучиси бәхтияр әпәндидин игилигән учурлирини аңлитимиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара сақчи: террорчилар бейҗиң олимпик йиғиниға һуҗум қилишни пиланлиған болуши мумкин
- явропа парламенти хәлқара олимпик комитетини кишилик һоқуқи мәсилисидә хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайни мәтбуатқа болған контроллуқни бикар қилишқа чақирди
- Хитайниң олимпик һарписидиму кишилик һоқуқни давамлиқ дәпсәндә қиливатқанлиқи ашкариланмақта
- Хәлқара мухбирлар тәшкилати олимпик комитетини хитай мәсилисидә әйиблиди
- Голландийә мухбирлири уйғур елидә сақчиларниң паракәндичиликигә учриди
- Өзбекистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири, б д т да сүрүштүрүлмәктә