Голландийидики олимпик вә кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидики йиғин хитайни биарам қилди
Голландийидики бейҗиң олимпик йиғини вә хитай кишилик һоқуқи хатириси һәққидики юмулақүстәл йиғини хитайниң голландийә баш әлчисини хелила биарам қилди. Баш әлчи шө хәнчиң шу күни голландийә de Volkskrant гезитидә мақалә елан қилип, кишилик һоқуқни олимпик йиғини билән мунасивәтләндүрүшкә қарши туридиғанлиқини билдүрди. У, бу йиғинда "хәлқара сияси мәсилиләр билән бейҗиң олимпик йиғини арисида мунасивәт қурулди. Биз олимпик принсиплириға тоғра кәлмәйдиған бу түрдики мунасивәтләндүрүшни қобул қилмаймиз," дәйду.
Пәйшәнбә күни голландийиниң гаага шәһиридә өткүзүлгән юмулақ үстәл йиғинида олимпик йиғини вә хитай кишилик һоқуқи хатириси музакирә қилинған болуп, йиғинға голландийә ташқи ишлар министири максим верхаген, голландийилик чолпан әрик фон мюзвенкел һәм голландийики уйғурлар, тибәт вә фалунгоң вәкиллири һәм кишилик һоқуқни қоғдиғучи аммиви тәшкилатлар қатнашқан. Йиғинда уйғурлар, тибәтләр, фалунгоңчилар, көпчилик аммиви тәшкилатлар вә голландийилик чолпан әрик фон мюзвенкел бейҗиң олимпик йиғинини байқут қилишни тәләп қилған.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә , йиғинда ташқи ишлар министири верхаген, олимпик йиғини йеқинлап келиватқан болсиму, хитайда кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш начарлишип кетиштәк әһвалдин биарам болуватқанлиқини әскәртип, лекин олимпик йиғинини байқут қилиш әксичә үнүм беридиғанлиқини, сөһбәт арқилиқ техиму көп нәрсигә еришишкә болидиғанлиқини билдүргән. У, "әгәр сиз сөз әркинлики вә ахбарат әркинликигә қарисиңиз вәзийәтниң яманлишип кетиватқанлиқини көрисиз. Биз бу мәсилиләрдә хитай билән сөзлишишимиз керәк," дәйду. Верхаген, хитайниң олимпик йиғини арқилиқ дуняға өзини көрсәтмәкчи вә ечилмақчи боливатқанлиқини, бу әһвалда өзиниң хитай билән кишилик һоқуқи сөһбити елип берилишкә ишинидиғанлиқини билдүрди. Лекин уйғур тәшкилатлар хитайниң уйғур илида йолға қоюватқан мәвҗут сиясити астида олимпик мусабиқиси өткүзүш олимпик роһиға хилап, дәп қаримақта.
Төвәндики улиништин, мухбиримиз әркинниң бу һәқтики мәлуматини аңлайсиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- Әнгилийә баш министири бровин хитай вә һиндистанға қаратқан зияритини башлиди
- Голландийә ташқи ишлар министирликиниң бейҗиң олимпикини байқут қилиш юмулақ үстәл йиғинида уйғур мәсилиси диққәтни тартти
- Америка вә һиндистанниң җуңго билән болған һәрбий һәмкарлиқи тоғрисида
- Һиндистан баш министири манмуһан синх хитайни зиярәт қилди
- Һиндистан баш министири сиңк хитайни зиярәт қилиш үчүн бейҗиңға йетип кәлди
- Һиндиистан баш министири хитай зияритини башлиди
- Америка дөләт мәҗлиси әзалири хитай һәққидә бир қатар паалийәтләргә тәйярланмақта
- Һиндистан, хитай вә русийә иқтисадий һәмкарлиқ йиғини