Холливутниң филим директори спилберг әпәнди бейҗиң олимпик мусабиқисидин чекинди
2008.02.13
Һолливутниң филим директори ствен спилберг әпәнди бейҗиң олимпик мусабиқисиниң сәнәт мәслиһәтчиликидин истипа бәрди. Б б с ниң баян қилишичә, у вәзипидин истипа бериш баянатида 'мән бейҗиң олимпик мусабиқисиниң ечилиш вә муқәддимә мурасимиға қатнишиштин ваз кәчтим' дәп җакарлиди.
Спилберг әпәнди буниңдин бурун хитай һөкүмитини 'дарфорда 200 миң адәмни юртидин қоғлап чиқиридиған паҗиәни пәйда қилди', 'олимпик мусабиқиси өткүзүш һоқуқиға еришивалғандин кейинла, кишиләргә сиясий билән олимпик мусабиқисини бирләштүрүвалди, дәп зәрбә беришкә башлиди' дәп әйиблигән иди. Хитай һөкүмити болса, бу әйибләшләргә писәнт қилмиған иди. Бу қетим бейҗиң һөкүмити спилберг әпәндиниң олимпиктин чекингәнликигә қаттиқ аччиқланған.
Артис мя фарров ханим б б с мухбириға "мән спилберг әпәндиниң қарарини қарши алимән, мениң қаришимчә, бурун чоң қирғинчилиқтин аман қалған бу йәһудиниң һазир 'миллий қирғинчилиқ қилидиған бейҗиң олимпик мусабиқиси'ға қатнашмаслиқи тәбиий" деди. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әнгилийә олимпик җәмийити өз тәнһәрикәтчилиригә олимпикта сияси мәсилиләрни оттуриға қоймаслиқ тәклипи бәргән
- Нобел мукапати саһиплири хитай президенти ху җинтавға хәт язди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бушни хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Җәнубий астанә гезитиниң муавин баш муһәррири қоюветилди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати : хитай кишилик һоқуқ вәдисидә турмиди
- Олимпиккә йерим йил қалған пәйтләрдә хитай һәр түрлүк мәсилиләргә дуч кәлмәктә
- Хитайда уйғур ахбарат саһәси техиму еғир тәқип астида
- Олимпик комитети ахбарат әркинлики җәһәттә бәргән вәдисини ақлимиди
- Уйғур боксйор муһәммәд турсун олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қатнишиш салаһийитигә еришти
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүрди
- " Әнглийә шаһзадиси чарлиз олимпик мурасимиға қатнашмайду "