Хитай һолливуд режиссориниң олимпикқа қатнишиштин ваз кәчкәнликигә қарита инкас қайтурди


2008.02.14

Мәшһур һолливуд филим режиссори ствен спилберг әпәнди бейҗиң олимпик мусабиқисиниң сәнәт мәслиһәтчиликидин истипа бәргәндин кейин, хәлқарада күчлүк ғулғула қозғалған иди. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җәнчав пәйшәнбә күни дәрһал бу һәқтә инкас қайтуруп, "дарфур мәсилиси билән олимпик мусабиқисини бир - биригә четивелиш олимпик роһиға хилап," дәп билдүрди.

Режиссор стивен илгири, хитай һөкүмитиниң дарфурда 200 миң адәмни юртидин қоғлап чиқиридиған паҗиәни пәйда қилған бир дөләт икәнликини, олимпик өткүзүш һоқуқиға еришкәндин кейин, кишилик һоқуқни яхшилаш әмәс, бәлки "сиясәт билән олимпик мусабиқисини бирләштүрүвелиш, олимпик роһиға хилап"дәп өзини ақлашқа киришкәнликини билдүрди.

Көзәткүчиләрниң ейтишичә, олимпик мусабиқисиниң сәнәт мәслиһәтчиликигә тәклип қилинған ственниң, " мән бейҗиң олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасимиға қатнишиштин ваз кәчтим " дәп җакарлиши, әлвәттә бир тәрәптин хитайниң хәлқарадики абройиға еғир тәсир көрсәтсә, стивенниң, дарфур қирғинчилиқида хитайниң ойнаватқан ролиниң интайин чоң икәнликини тилға елиши, хитайниң ялғуз өз дөлитидики хәлқниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилипла қалмай бәлки башқа дөләтләрниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә дәстәк бериватқанлиқини ипадиләйдикән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.