Шотландийә министири хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисида сөз ачти
2004.10.13
Хитайға бәш күнлүк зиярәткә барған шотландийиниң баш министири җәк макконел (Jack McConnel) хитайниң муавин ташқи ишлар министириға, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики әһвалидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
Шотландийидә чиқидиған хералд гезитидә елан қилинған хәвәрдә мәлум болишичә, макконел хитайға бериштин бурун, шотландийидики қарши партийиләр вә хәлқара кәчүрүм тәшкилати униңға хитайниң кишилик һоқуқ әһвали үстидә сөз ечиш тоғрисида бесим ишләткән.
Хәвәрдә мәлум болишичә, хәлқара кәчүрүм тәшкилати макконелға йәнә, хитай түрмисидә йетиватқан уйғур тарихчиси тохти туниязниң мәсилисини алаһидә тилға елишини тәләп қилған.
Министир макконел хәлқара кәчүрүм тәшкилати тәйярлиған доклатларни хитайниң муавин ташқи ишлар министири җаң йесүй билән өткүзгән сөһбәткә елип кирип, хитайда йүз бериватқан сиясий өктичиләрни қолға елиш, түрмиләрдә қийин-қистақ қилиш, өлүм җазаси бериш вә диний әркинликни боғушқа охшаш кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини оттуриға қойған.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати макконелниң хитайдики ипадисидин хушал болуп, "макконел наһайити обдан қилди. Биз башқа сиясонларниңму униңға охшаш позитсийә тутуп, хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилашқа түрткә болишини үмид қилимиз" деди. (Пәридә)