Буш ху җинтав билән кишилик һоқоқ мәсилиси һәққидә сөһбәтләшти


2004.11.21

Чилиниң пайтәхти сантиягода өткүзүлгән асия-тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғини иккинчи күнигә қәдәм қойди. Йәкшәнбә күнидики йиғинда мәзкур тәшкилатқа әза 21 дөләтниң рәһбири асаслиқи дуня сода тәшкилатиға әза дөләтләр арисидики әркин содини раваҗландуруш мәсилисини музакирә қилди.

Шәнбә күни сантиягода башланған асия-тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғини террорчилиққа қарши туруш, ядро қоралларни контрол қилиш вә хәлқара содини раваҗландуруш мәсилилирини музакирә темиси қилған.

Америка президенти җорҗ буш шәнбә күни йәнә йиғинға қатнашқан хитай дөләт рәиси ху җинтав билән учришип, хитайниң кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә тохталған.

Америка авази радиосиниң хәвиригә қариғанда, америка президенти җорҗ буш кишилик һоқуқ вә диний әркинлик мәсилисиниң йәнила хитай-америка мунасивитидики муһим мәсилә икәнликини тәкитлигән.

Буш йәнә тибәтниң диний даһийси далай ламани алаһидә тилға елип, хитайниң америка билән кишилик һоқуқ сөһбитини әслигә кәлтүрүшкә қошулғанлиқини қарши алидиғанлиқини билдүргән.

Икки дөләт рәһбири сөһбәттә йәнә тәйвән мәсилиси, хитай хәлқ пулиниң тегишиш қиммити вә шималий корийә ядро кризиси қатарлиқ мәсилиләрниму музакирә қилған. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.