Хитай дөләт рәиси ху җинтав билән хитайни зиярәт қиливатқан русийә президенти владимир путин сәйшәнбә күни бейҗиңда сөһбәт өткүзүп, "җуңго - русийә бирләшмә баянати" қатарлиқ һөҗҗәтләрни өз ичигә алған 15 түрлүк келишим имзалиди. Келишим мәзмуни сияси, дипломатийә, енергийә вә пул - муамилә саһәлиригә четилған.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, русийә президенти путин сөһбәттин кейин мухбирларға русийиниң сибирийә нефитини хитайға тошуйдиған сибирийә нефит турубиси 5 йил ичидә қурулидиғанлиқини билдүргән. Русийә президентиниң ташқий ишлар мәслиһәтчиси сергей приходков, хитай - русийә мунасивитини икки дөләт тарихидики " әң юқири пәллигә көтирилди" дәп тәриплиди. Икки тәрәп хитай - русийә ташқий сода һәҗимини 2010 - йилғичә һазирқи 29 милярд доллардин бир қатлашни пиланлимақта.
Хитай, русийиниң әң чоң қорал - ярақ херидари вә америкиниң сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлиридә демократийини омумлаштуруш пиланиға қарши туруш сепидики иттипақдиши. Путин бейҗиңда америкини агаһландуруп, " демократийини мәҗбурий експорт қилиш, мәдәнийәт өлчими вә қиммитини башқиларға теңиш" тоқунушларға сәвәбчи болидиғанлиқини билдүрди. Хитай ташқий ишлар баянатчиси чин гаң, хитай - русийә мунасвитиниң келәчики кәң вә парлақ " дәп тәкитлигән.
Америка һөкүмити өткән һәптә елан қилған ташқий сиясәт доклатида, русийиниң демократийә ислаһатини қайрип қойғанлиқидин вәһимә қиливатқанлиқини тилға елип, хитайни кишилик вә сиясий әркинликни рәт қилиш билән әйиблигән иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийә хитайға қорал сетип бәрди
- Русийә президенти путин келәр айда хитайни зиярәт қилиду
- Хитай вә русийә су булғинишидин келип чиққан мәсилиләрни һәл қилиш тоғрисида һәмкарлиқини күчәйтидикән
- Русийә билән хитай истратегийилик ширикликни күчәйтиш тоғрисида җар салди
- Хитай, русийә баш министирлири бейҗиңда йепиқ сөһбәт өткүзди