Ху җинтав билән путин, оттура асияда бихәтәрлик һәмкарлиқи елип баридиғанлиқини җакарлиди
2005.07.01
Хитай дөләт рәиси ху җинтав билән русийә президенти владимир путин җүмә күни москвада учришип, оттура асияда бихәтәрлик һәмкарлиқини шундақла иқтисади алақини күчәйтишкә қошулди.
Валдимир путин, мухбирларни күтүвелиш йиғинида икки дөләт оттурисидики сияси ихтилапларниң асасән һәл болғанлиқини билдүргән. У, " биз һәрбий алақимиз шундақла дөләт мудапиә һәмкарлиқимизни күчәйтишкә һәвәс қилимиз," дәп көрсәтти. Ху җинтав, икки дөләтниң бихәтәрлик саһәсдики пиланини тилға алди. У," хәлқаралиқ вә район характерлик муһим мәсилиләрдики болупму оттура асияниң муқимлиқи, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, б д т ислаһати вә корийә йерим арилидики ядро мәсилисидики маслишишчанлиқимиз вә һәмкарлиқимиз күчәймәктә," деди. У, " тәйвән вә чечинийә қатарлиқ ачқучлуқ мәсилиләрдики өз ара һәмкарлиқимизни күчәйтимиз," дәп әскәртти.
Икки дөләт рәһбири шу күни қошма ахбарат елан қилип, " игилик һоқуқлуқ дөләтләргә чәттин киргән иҗтимаий вә сияси шәкилләрни теңиш қобул қилинмайду," дәп җакарлиди.
Көзәткүчиләрниң тәкитлишичә, икки дөләт қошма ахбаратидики " кишилик һоқуқни қоғдаш хизмитини башқиларниң ички ишлириға арлишиш асасида елип беришкә болмайду," дегән ибариләр америкиға қаритилғанкән.
Сибирийә - дачиң нефит туруба пилани ху җинтавниң зиярәт күнтәртипидики муһим мәсилиләрниң бири. Униң новосибирсктики зиярити сибирийә- дачиң нефит рурубисиға алақидаркән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай дөләт рәиси ху җинтав русийини зиярәт қилди
- Ху җинтав техиму көп нефитқа еришиш үчүн русийә билән қазақистанға бармақчи
- Хитай дөләт рәиси ху җинтав шотландийидики G8 ләр йиғиниға қатнишиду
- Хитай, ш һ т ға әза болмиған дөләтләр билән болған һәмкарлиқни күчәйтишни тәшәббус қилди
- Русийә, хитай вә һиндистанниң ташқи ишлар министирлири " террорчилиққа қарши" һәмкарлиқни күчәйтмәкчи