Ху җинтав канададики зияритини башлиди


2005.09.08

Хитай дөләт рәиси ху җинтав пәйшәнбә күни торонтоға йетип келип, канададики зияритини башлиди. Бу униң дөләт рәисликигә тәйинләнгәндин буян канадаға қилған тунҗи зиярити болуп һесаблиниду.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, ху җинтав бу йәрдики мәзгилидә йәнә, хитай билән канаданиң депломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 35 йиллиқини тәбрикләш паалийитигә қатнишидикән.

Хитай канаданиң америкидин қалса иккинчи чоң сода ширики болуп, хитай даирилири канада билән йеқиндин буян сода вә енергийә саһәлиридә нурғун келишимләрни түзүшти. Америка һөкүмити хуниң бу қетимлиқ канада зияритини йеқиндин көзитидиған болуп, униң канада баш министири пол мартин вә башқа һөкүмәт вә сода рәһбәрлири билән болған учришишиғиму алаһидә деққәт қилидикән.

Ху җинтав әсли канададин йенип ню-йорктики б д т йиғиниға кәлгәндә, америка президенти җорҗ буш билән ақ сарайда көрүшүшни пиланлиған иди. Әмма америкида йүз бәргән деңиз чапқуни апити сәвәбидин бу пилан вақитлиқ әмәлдин қалдурди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.