Ху җинтав америка билән болған сүркүлүшни азайтиш һәққидә вәдә бәрди
2005.09.14
Америка президенти җорҗ буш вә хитай дөләт рәиси ху җинтав сәйшәнбә күни нйойоркта көрүшти. Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бир саәтчә давамлашқан сөһбәттә икки дөләт рәһбири шималий корийини ядросизландуруш мәсилисидә һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқини билдүрди.
Ху җинтав учришиштин кейин бәргән баянатида, җорҗ бушқа америка билән болған сода сүркүлүшлирини азайтидиғанлиқи һәққидә вәдә бәрди. Америка, хитай билән болған сода тәтүр баланисиниң барғансери ешип кетиватқанлиқидин қаттиқ әндишә қилмақта иди.
Ху җинтав, америкидин импорт қилидиған малларни көпәйтиш һәққидә үнүмлүк тәдбир алидиғанлиқини билдүрди. Әмма у шуниң билән бир вақитта, президент җорҗ буштин тәйвәнниң мустәқиллиқигә қарши турушқа чақирди.
Бирақ, җорҗ буш баянатида тәйвән мәсилисини тилға алмиди. Кейинрәк, америка ақ сарай дөләт бихәтәрлик кеңишиниң мәсул әмәлдари майик гирүн, вашингтонниң тәйвән мустәқиллиқини қоллимайдиғанлиқини изаһлиди.
Гирүнниң билдүришичә, президент буш ху җинтав билән болған учрушишида йәнә хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойған. Буш ху җинтавға кишилик һоқуққа мунасивәтлик бир қисим дилоларниң тизимликини тапшуруп, уларниң вәзийитидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.
Хәвәргә қариғанда, җорҗ буш вә ху җинтав сөһбәт өткүзгән нйойорктики меһманханиниң сиртида, бир тәрәптә тәйвән мустәқилчилири, фалүнгуңчилар, тибәтләр ху җинтавға қарши намайиш өткүзгән, йәнә бир тәрәптә бир қисим хитай муһаҗирлирини уни қарши алған болуп, мәйдан интайин қалаймиқан болған.
Бу арида, америка ақ сарай әмәлдарлири, президент җорҗ бушниң ху җинтавниң тәклипи бойичә, бу йил ноябирниң оттурилири хитайни зиярәт қилмақчи болғанлиқини елан қилди. (Арзу)